Далай лама өзиниң избасарини хитай һөкүмити әмәс, тибәт хәлқи бәлгиләйдиғанлиқини билдүрди

Мухбиримиз үмидвар
2017.04.09

Хитайниң қаттиқ наразилиқиға қаримай, һиндистан визисиға еришкән тибәт сүргүндики роһаний даһийси далай лама тибәтләрдики далай ламалиқ орниниң тибәт буддизимидики “қайта төрилиш” әнәниси бойичә тибәт хәлқи тәрипидин бәлгилинидиғанлиқи һәм униң избасарини хитайниң бәлгилийәлмәйдиғанлиқини тәкитлиди.

Америка авазиниң бу һәқтики хәвиридин мәлум болушичә, далай лама бу сөзини һиндистанниң аруначал прадиш шитатида өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида қилған болуп, у хитай даирилириниң өзиниң из басарини бәлгиләш һоқуқи йоқлуқи, чүнки уларниң атеист икәнлики, йәни динға ишәнмәйдиғанлиқини әскәрткән.

Далай лама бу йил али раһиблар йиғини чақирип, кейинки қетимлиқ далай лама мәсилисини муһакимә қилидиғанлиқини билдүргән.

“һиндистан вақти” гезитиниң йезишичә, хитай тәрәп өткән һәптә һиндистан һөкүмитиниң далай ламаниң аруначал прадиш шитатида бир һәптә паалийәт қилишиға рухсәт қилишидин қаттиқ биарам болуп, наразилиқ билдүргән болсиму, әмма һиндистан тәрәп буниң “өзлириниң ички иши” икәнлики, “һечкимниң далай ламаниң дини вә мәниви паалийәтлири вә униң һиндистанниң һәр қайси шитатлирини зиярәт қилишиға һәр хил рәң бәрмәслик”ни билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.