Хитай һиндистанни далай ламаниң һиндистан-тибәт чеграсини зиярәт қилишиға қарши агаһландурди

Мухбиримиз әркин
2016.10.28

Хитай һөкүмити җүмә күни баянат елан қилип, һиндистанниң тибәт роһаний даһийси далай ламани тибәт-һиндистан чеграсидики аруначал прадеш штатини зиярәт қилишқа тәклип қилғанлиқини тәнқид қилған.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи, буниң һиндистан-хитай мунасивитигә бузғунчилиқ қилидиғанлиқини агаһландурған. Хитай җәнубий тибәт, дәп атайдиған аруначал прадеш штатиниң мутләқ көп қисим земинида игилик һоқуқи барлиқини дава қилип кәлгән.

Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, далай ламаниң юқири дәриҗилик бир ярдәмчиси йеқинда бу йил 80 яшлиқ тибәт роһаний даһийсиниң аруначал прадеш штатиниң баш министириниң тәклипини қобул қилип, мәзкур штатни зиярәт қилидиғанлиқини билдүргән иди.

Лекин хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси лу каң, “биз һиндистанниң хитай-һиндистан чеграсини техиму мурәккәпләштүрүвәтмәсликини, далай гуруһиниң хитайға қарши бөлгүнчилик һәрикәтлиригә сорун һазирлап бәрмәсликини үмид қилимиз” дегән.

Буниңдин бир күн аввал, һиндистан ташқи ишлар министирлиқи далай ламаниң һиндистанниң һәрқандақ парчисини зиярәт қилиш әркинлики барлиқини билдүргән иди. Һиндистан ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси пәйшәнбә күни елан қилған баянатида, “далай лама һөрмәткә сазавәр роһаний шәхс, һиндистанниң шәрәплик меһмини. Әлвәттә у һиндистанниң һәрқандақ парчисини зиярәт қилиш әркинликигә игә” дәп көрсәткән иди.

Һиндистан-хитай чегра ихтилапи 1962‏-йилидики чегра тоқунушини пәйда қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.