Америка деңиз армийиси уруш парахотини тәйвән боғузидин өткүзгән
2024.01.25
Америка деңиз армийәсиниң USS җон фин (USS John Finn) намлиқ уруш парахоти 24-январ чаршәнбә күни тәйвән боғузидин өтүш арқилиқ бу деңиз райониниң хәлқараға очуқ вә әркинликини давамлиқ намаян қилған.
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка деңиз армийиси бу һәқтики баянатида мундақ дегән: “уруш парахоти җон финниң тәйвән боғузидин өтүши американиң барлиқ дөләтләрниң сәпәр әркинликини принсип сүпитидә қоғдаш ирадисини намаян қилиду.”
Хитай һөкүмити “тәйвән хитайниң бир парчиси” дегәнни илгири сүргәндин сирт, кейинки йилларда чәтәл армийәсигә тәвә парахотларниң бу су йолини қоллинишиға очуқ-ашкара етираз билдүрүшкә башлиғаниди. Һалбуки, тәйвән боғузи дунядики әң ават тошуш линийәлириниң бири болуп, шәрқий вә шәрқий шималий асияниң көп қисим җайлириға тошулидиған йүкләр мушу линийәдин өтидикән.
Америка деңиз армийәси мәзкур баянатида әскәртип: “һечқандақ дөләт өз һоқуқи вә әркинликидин ваз кечишкә мәҗбурланмаслиқи, тәһдиткә учримаслиқи керәк” дәп көрсәткән.
Американиң бу һәрикити хитайни қаттиқ биарам қилған. Хитай армийәсиниң шәрқий қирғақ қоманданлиқ штаби американиң “районниң тинчлиқи вә муқимлиқини яман ғәрәздә бузғанлиқини” илгири сүргән.
Бу, америка уруш парахотиниң йеңи йил киргәндин буян тунҗи қетим тәйвән боғузидин өтүши һесаблинидикән.