Америка баш әлчиси терий бранстад тибәт зияритидә диний әркинликтин әндишә қиливатқанлиқини оттуриға қойған

Мухбиримиз әркин
2019.05.27

Өткән һәптә тибәт билән чиңхәйдики тибәтләр олтурушлуқ районларда зиярәттә болған амәриканиң хитайда турушлуқ баш әлчиси терий бранстад тибәтниң диний әркинликидин әндишә қиливатқанлиқини оттуриға қойған.

Терий бранстад 19‏-майдин 25‏-майғичә юқириқи районларда бир һәптилик зиярәттә болуп, йәрлик әмәлдарлар, диний затлар билән көрүшкән һәм тибәтләрниң тарихий ибадәтханиларни зиярәт қилған. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң 25‏-май күни елан қилған учурида қәйт қилинишичә, терий бранстатд зиярәттә хитайни тибәт роһаний рәһбири далай лама билән “һәқиқий диалог” өткүзүшкә, шуниңдәк тибәтләргә диний әркинлик беришкә чақирған.

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң учурида “баш әлчи бизниң узундин буянқи тибәт аптоном районини зиярәт қилишқа йол қоюшниң изчил болмаслиқ мәсилисидики әндишилиримизни оттуриға қойди. . . Шуниңдәк у йәнә хитай һөкүмитиниң тибәт буддистлириниң диний паалийәтләрни тәшкиллиши вә диний ибадитини бәҗа кәлтүрүш әркинликигә арилашқанлиқиға қарита әндишилирини ипадилиди,” дейилгән.

Бранстадниң тибәт зиярити хитайниң уйғур районида 2 милйондәк уйғур, қазақ вә башқа түркий хәлқләрни йиғивелиш лагерлириға қамап, уларниң диний етиқади, тили вә мәдәнийитини чәкләватқан, уйғур җәмийитигә қарита омумйүзлүк тәқибләшни йолға қоюватқан бир мәзгилдә елип берилди. Бранстад тибәттики вақтида амәриканиң бейҗиңдики әлчиханиси өзиниң торида америка ташқи ишлар министирлиқиниң хәлқара диний әркинлик әлчиси сам бровенбәк билән террорлуққа қарши туруш бойичә алаһидә әлчиси натан сәйлсниң “вашингтон почтиси” гезитидә елан қилинған уйғурлар һәққидә мақалисини улап елан қилған. Мақалидә “хитайниң уйғурларға қиливатқини ‛террорлуққа қарши күрәш‚ әмәс, бәлки бир йиргинчлик бастуруш” дейилгән иди.

Бранстад америка дөләт мәҗлиси өткән йили 12‏-айда “тибәт саяһәт қануни” ни мақуллиғандин бери тибәттә зиярәттә болған тунҗи америка әмәлдаридур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.