Сам бровнбәк: “диний әркинлик асияниң кәлгүсини бәлгиләйдиған амилдур! ”
2024.07.26
Америка қошма иштатлириниң сабиқ хәлқара диний әркинлик баш әлчиси сам бровнбәк токйода чақирилған “хәлқара диний әркинлик мунбири” йиғинидин кейин, “корейә вақти” гезитидә обзор мақалиси елан қилип, “диний әркинлик асияниң кәлгүсини бекиткүчи һәл қилғуч амил” дәп көрсәтти.
“ләнтос кишилик һоқуқ вә адаләт фонди” ниң рәиси катрина ләнтосниң ортақ апторлуқида елан қилинған бу мақалида, дуня миқясидики диний етиқад әркинликиниң дәпсәндә болуши хуласиләп чиқилған. Шу қатарда хитай һөкүмитиниң уйғурлардики ислам етиқадини тәһдит һесаблап уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ қиливатқанлиқи кәскин әйибләнгән.
Апторларниң қаришичә, диний етиқад әркинлики мәсилисидә хитай билән бир сәптә туруватқанлардин берма һөкүмити, шималий корейә қатарлиқ мустәбит һакимийәтләр диний етиқадни баһанә қилған һалда асия тарихидики әң қараңғу сәһипиләрни барлиққа кәлтүргән. Буниң биваситә нәтиҗисидә асиядики районлар ара тоқунуши техиму җиддийләшкән. Улар буниңға мисал тәриқисидә диний етиқадқа болған һөрмәт мәвҗут болған мәзгилләрдә асияниң гүлләнгәнликини, буниң әкси болғанда сәлбий нәтиҗиниң барлиққа кәлгәнликини әскәрткән. Шуниң билән биргә асиядики демократийәниң әң ярқин вәкили болған японийә вә корейәниң “хәлқара диний етиқад әркинлики бирлики” гә әза болмиғанлиқи тәнқидлинип, “уларниң тездин бу сәпкә қошулуши асиядики диний етиқад әркинликиниң йеңи сәһиписини яритиду” дәп көрситилгән.
Мәлум болушичә, уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори өмәр қанатму бу қетимқи мунбәргә қатнашқан вә уйғурларниң нөвәттики әһвали һәққидә йиғин әһлигә тәпсилий мәлумат бәргән.