Дуня уйғур қурултийи австралийәниң хитайни җавабкарлиққа тартишни тәләп қилған
2024.03.20
Дуня уйғур қурултийиниң 2024-йили 3-айниң 19-күнидики мәхсус хәвиригә асасланғанда, 20-март , хитайниң ташқи ишлар министири ваң йи австралийәгә берип австралийә ташқи ишлар министири пенний воң (Penny Wong) билән көрүшүштин бурун , дуня уйғур қурултийи австралийәни конкрет һәрикәткә өтүшини тәләп қилған. Йәни қуруқ гәп биләнла әмәс , конкрет һәрикәтләр билән хитайни җавабкарлиққа тартишни тәләп қилған.
Бу бейҗиңниң йәттә йилдин буянқи тунҗи қетимлиқ юқири дәриҗилик зиярити болуп мәзкур икки нәпәр ташқи ишлар министири 7-нөвәтлик австралийә-хитай дипломатийә вә истратегийәлик сөһбитигә қатнишип , кишилик һоқуқ вә район бихәтәрлик мәсилиси тоғрисида сөһбәт елип баридикән.
Дуня уйғур қурултай рәиси долқун әйса мундақ дегән: “ австралийә һөкүмити тарихтин буян хитай билән болған мунасивәткә еһтиятчанлиқ билән йеқинлашти. Бу мунасивәт билән австралийә-хитай мунасивитиниң яхшилинишиға шаһит болуш кишини тулму әндишиләндүриду. Бу, ваң йиниң австралийә зиярити министир пенний воң үчүн қуруқ гәп биләнла әмәс , конкрет һәрикәтләр билән хитайни җавабкарлиққа тартидиған яхши пурсәт .”
Дуня уйғур қурултийи австралийә һөкүмитини хитай билән болған сөһбәттә кишилик һоқуқни алдинқи орунға қоюшқа чақирған шуниңдәк австралийә һөкүмитини магнитский (Magnitsky) қануниға охшаш җаза қанунлирини йолға қоюп , уйғурларға қаритилған кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә ирқий қирғинчилиққа мәсул хитай һөкүмәт әмәлдарлириға җаза беришни тәләп қилған. Шуниң билән вақитта австралийә һөкүмитини уйғурларни ирқий қирғинчилиқниң қурбани дәп рәсмий етирап қилишини вә уйғур мусапирлири һәм уйғур җамаитини хитайниң дөләт һалқиған бастурушидин қоғдаш үчүн конкрет тәдбир елишни тәләп қилған.
19-Март, австралийәдики уйғурлар австралийә парламенти бинаси алдида ваң йиниң канберра зияритигә наразилиқ билдүрүп намайиш қилған.