Дуня уйғур қурултийи қатарлиқ тәшкилатлар хитай үстидин бирләшмә баянат елан қилди

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.07.05

7-Айниң 4-күни бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишиниң 56-қетимлиқ йиғини хуласиләнгән болуп, хитайниң кишилик һоқуқ җинайәтлири, болупму уйғур районида давамлаштуруп келиватқан инсанийәткә қарши җинайәтлири күчлүк тәнқидкә дуч кәлгән, әмма хитай бурунқи адити бойичә өзини ақлашқа күчигән вә б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң хитайдики кишилик һоқуқ әһвалини яхшилаш һәққидә оттуриға қойған муһим тәклиплирини қобул қилмиған.

7-Айниң 4-күни, дуня уйғур қурултийи, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши, уйғур һәрикити тәшкилати  қатарлиқ уйғур тәшкилатлири билән бирликтә кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, хәлқара қуллуққа қарши туруш тәшкилати қатарлиқ 30 нәччә тәшкилат бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға бирләшмә баянат сунуп, хитайниң кишилик һоқуқ җинайити қурбани болуватқанларниң ортақ садасини йәткүзгән.

Баянатта, хитайниң давамлиқ кишилик һоқуқ җинайити садир қиливатқанлиқи, хитайдики кишилик һоқуқ қоғдиғучилириға зиянкәшлик қиливатқанлиқи, б д т кишилик һоқуқ кеңиши мутәхәссисләр гурупписи тәкшүргән әһваллар вә бәргән тәклипләрни хитайниң қобул қилмиғанлиқи тәнқидлинип мундақ дейилгән: “әпсуслинидиғинимиз шуки, хитай 30 пирсәнт тәклипни рәт қилди. Бу тәклипләр уйғурлар, тибәтләр, хоңкоңлуқлар, кишилик һоқуқ қоғдиғучилири, адвокатлар, мухбирлар дуч кәлгән зулум билән мунасивәтлик. Бу тәклипләрниң рәт қилиниш нисбити 5 йил бурунқи 18 пирсәнттин ашти, демәк, хитай кишилик һоқуқ пиринсиплирини ашкара көзгә илмиди”.

Баянатта йәнә, нурғун дөләтләр, җүмлидин җәнубий йерим шардики дөләтләрниң б д т оттуриға қойған тәклипләрни ишқа ашуруш һәққидики чақириқлирини хитайниң рәт қилғанлиқи әйибләнгән. Хитайниң йәнә бирләшкән дөләтләр тәшкилати мутәхәссислириниң чәклимисиз һалда хитайға кирип әмәлий әһвални тәкшүрүшигә мунасивәтлик чақириқларға писәнт қилмиғанлиқи тәнқидлинип: “хитайда әгәр кишилик һоқуқ дәпсәндичилики йүз бәрмигән болса, хитай немишқа бирләшкән дөләтләр тәшкилати мутәхәссислириниң 15 түрлүк алаһидә зиярәт тәлипини қобул қилмайду?” дәп соал қоюлған.

Баянатниң ахирида мундақ дейилгән: “биз һазир төт коча еғизида туруватимиз. Биз хитайни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң кишилик һоқуқ системисиға һәқиқий йосунда қатнишип, үнүмлүк ислаһат елип берип, барлиқ кишиләрни инсаний һоқуқтин бәһримән қилишқа капаләтлик қилишқа чақиримиз. Б д т кишилик һоқуқ ишханисиниң доклати, б д т әһдинамиси вә б д т доклатидики тәклипләр ашу җиддий тәләп үчүн нишан бәлгиләп бериду”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.