Әл сөйгән нахшичи, композитор мәһмут сулайман вапат болди
2020.11.23
Уйғурларниң иҗтимаий алақә торлирида кәң хәвәр қилинишичә, даңлиқ нахшичи вә композитор мәһмут сулайман бу йил 22-ноябир үрүмчидә 52 йешида йүрәк кесили билән вапат болған. Бу хәвәр мәрһумниң хатирә сүрәтлири вә вапатиға аит видйолири билән бирликтә тарқалғандин кейин вәтән ичи вә сиртидики уйғурларни қайғу-матәмгә чөмдүргән болуп, торларда һәр хил тәзийә тиләклири, әслимә вә мәрсийәләр елан қилинишқа башлиған. Шуниң билән бирликтә униң өлүмигә аит һәр хил пәрәзләр оттуриға чиққан, бәзиләр униң туюқсиз вапатини корона вирусиға мунасивәтлик дәп қарисиму, бу һәқтә һазирғичә ениқ испат йоқ.
Мәрһум мәһмут сулайман 1968-йил қәшқәр шәһиридә туғулған, 1981-йил дияримиздики сәнәт институтиниң уссул кәспидә оқуған, 1985-йил оқуш пүттүрүп қәшқәр сәнәт өмәктә уссулчи болуп ишлигәч музика иҗадийити билән шуғулланған. 1990-Йили “ривайәт” музика әтритини қурған вә “ривайәт”, “салам достлар”, “юлтузум” қатарлиқ үналғу линтилирини чиқирип даң қазанған. 1997-Йил аптоном районлуқ сәнәт өмикигә йөткилип кәлгән. 2005-Йил шаңхәй музика университетиға имтиһан берип өткән. 2006-Йил “сеғинмидиңму” дегәнMTV пластинкисини чиқарған. У йәнә “йипәк йоли садаси” вә “мән нахшичи” программилирида йетәкчи устаз болған. У уйғур хәлқи яхши көридиған көплигән нахшиларни иҗад қилған, орунлиған талантлиқ нахшичи болупла қалмай, кәсиптә техиму өрләш үчүн һармай-талмай өгәнгән вә издәнгән сәнәткар болуп, көплигән яш нахшичи вә музикантларни тәрбийиәлигән һәмдә уларға кәсип вә әхлақ җәһәттин үлгә болған.
Мәрһумниң ахирәтликини узитишқа аит сүрәтләрдин ашкарилинишичә, мәрһумниң җиназа намизиға қатнашқанлар толиму аз болуп, җиназиға дастихандәк бир нәрсә йепип қоюлған. Җамаәтниң мейитни өз қаидиси бойичә узитип, өз лайиқида дәпнә қилалмиғанлиқи көрүнүп туриду. Бу һәқтә торда пикир баян қилғанларниң билдүрүшичә, әң ечинишлиқ йери, хәлқ өзи яхши көргән бу сәнәткарни дағдуға билән узитип қоялмиғанниң үстигә, униңға ашкарә дуа-тиләклириниму билдүрәлмигән. Бу хитайниң уйғур диярида йүргүзүватқан тәқиб вә қорқунчлуқ сияситиниң қайси дәриҗигә барғанлиқини әкс әттүрүп бериду.