Әли абид заһири: “шинҗаңда тәрбийә вә иқтисадий тәрәққият арқилиқ ашқунлуқ кесилини давалайдиған әң яхши үлгә яритилди”

Мухбиримиз ирадә
2022.03.31

Хитай һөкүмити өзи билән мәнпәәт мунасивити қоюқ болған бир қисим әрәб вә мусулман дөләтлирини сәһнигә чиқирип, уларниң еғизи арқилиқ өзиниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқини инкар қилиш тәшвиқатида кәң қолланмақта.

Мәлум болушичә, 29-март күни хитайниң әрәб бирләшмә хәлипиликидә турушлуқ әлчиханиси билән уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити бирлишип, аталмиш “шинҗаң яхши җай” темисидики синлиқ тор йиғини ачқан. Бу йиғинда әрәб бирләшмә хәлипиликиниң хитайда турушлуқ баш әлчиси әли абид заһири сөз қилип, хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситини ақлиған.

Баш әлчи әли абид заһири өзиниң 2019-йили уйғур елини зиярәт қилғанлиқини, бу җәрянда “хитай һөкүмитиниң шу җайниң мәдәнийити вә җәмийәтниң көп хиллиқини илгири сүрүштә, шундақла иқтисадий тәрәққият һәм иҗтимаий муқимлиқ ишлирида қолға кәлтүргән ғайәт зор мувәппәқийәтлиридин һәйран қалғанлиқи” ни билдүргән.

У мундақ дегән: “әрәб бирләшмә хәлипилики терорлуқ вә зораванлиққа зәрбә беридиған барлиқ тәдбирләрни қоллайду, барлиқ шәкилләрдики ашқунлуққа қарши туриду, хитай һөкүмитиниң шинҗаңда дөләтниң уюшуш күчини күчәйтиш, иҗтимаий муқимлиқни қоғдаш қатарлиқ җәһәтләрдики паал тиришчанлиқини қоллайду.”

Әли абид заһири йәнә мундақ дегән: “шинҗаңда тәрбийә вә иқтисадий тәрәққият арқилиқ ашқунлуқтин ибарәт бу кесәлини давалайдиған әң яхши үлгә яритилди.”

Хитай һөкүмити йиллардин буян өзиниң уйғурларға қаритиватқан ирқий қирғинчилиқини қандақтур “америка башчилиқидики ғәрб күчлириниң хитайни парчилаш үчүн уйдуруп чиқарған суйқәсти” дегән тәшвиқатни йейип кәлмәктә. Шуниң билән бир вақитта йәнә иқтисадий җәһәттин өзигә беқинип қалған бир қисим әрәб дөләтлири вә мусулман әллирини оттуриға чиқирип, уларниң вастиси арқилиқ өзиниң хәлқарадики образини пәрдазлап көрситишкә урунмақта.

Хитайниң бу хил сахта тәшвиқатиниң б д т ниң кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачелетниң бу йил 5-айда уйғур елигә қилидиған зиярити һарписида йәниму күчийиватқанлиқи мәлум.

Юқириқи бу син йиғинида йәнә уйғур аптоном райониниң рәиси әркин тунияз, хитайниң әрәб бирләшмә хәлипиликидә турушлуқ баш әлчиси ни җйән қатарлиқлар сөз қилған. Униңдин башқа бу тор йиғинида йәнә хитай һөкүмити аталмиш “тәрбийәләш мәркизи” дәп ативалған лагердин чиққан сабиқ тутқунлар вә мәсчитләрниң имамлириму сөзлитилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.