Әнәс кантәр мишел бачелетни уйғур елиға қилидиған зияритидә әмәлий һәрикәт қилишқа чақирған

Мухбиримиз ирадә
2022.04.07

Тонулған әркинлик паалийәтчиси әнәс кантәр фиридом б д т кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачелетни хитайға қарши әмәлий һәрикәт қоллинишқа чақирған.

Фирансийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, әнәс кантәр фиридом “җәнвә кишилик һоқуқ вә демократийә башлиқлар йиғини” мәзгилидә қилған сөзидә, мишел бачелетниң йеқинда уйғур елини зиярәт қилидиғанлиқини, униң бу пурсәттә әмәлий һәрикәт қилишини үмид қилидиғанлиқини билдүргән.

У мундақ дегән: “биз өзгиришкә моһтаҗ, әмди сақлап турушқа болмайду. Биз дәрһал һәрикәткә өтүшимиз керәк. У бу ишларға диққәт тартишни мәқсәт қиливатиду, әмма мениң мишәл бачлетқа демәкчи болғиним, бу тоғрилиқ гәп әмәс, һәрикәт қилиң.”

Әнәс кантәр йәнә мундақ дегән: “әйибләш әлвәттә яхши, у диққәт қозғайду бирақ һечнимини өзгәртәлмәйду. Бизниң сақлашқа вақтимиз йоқ, кишиләр өлүватиду вә өлтүрүливатиду, шуңа у һәрикәткә өтүши керәк.”

Мишел бачелет ишханиси өткән йили 9-айда елан қилиниши керәк болған уйғур ели һәққидики доклатни елан қилишни изчил кечиктүрүп келивататти. Йеқинда дуняниң һәрқайси җайлиридики 192 кишилик һоқуқ тәшкилати бирликтә имзалиқ хәт йезип, мишел бачелетни доклатни елан қилишқа қистиғандин кейин, у туюқсиз бу йил 5-айда хитайға тәкшүрүшкә баридиғанлиқини елан қилған.

Әмма оливия еноскә охшаш уйғур мәсилисидики ғоллуқ тәтқиқатчилар мишел бачелетни уйғур дияриға бармаслиққа чақирип, бу зиярәтниң “қуруқ зиярәт” болуш биләнла ахирлишидиғанлиқини, хитай һөкүмитиниң “мишел бачелет зиярити” ни дәстәк қилип туруп, буни йәнә өзлириниң уйғур қирғинчилиқини йошурушидики вастә қиливалидиғанлиқини алаһидә әскәртишмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.