Әнглийәниң юқири дәриҗилик парламент әзаси уйғур мәҗбурий әмгики мәһсулатлирини чәкләшни тәләп қилған
2024.09.16
Сабиқ әнглийә әмгәк министири, әнглийә парламенти бирләшмә сода комитетиниң һакимийәт бешидики ишчилар партийәсидин болған рәиси лиам берин (Liam Byrne) әнглийәниң қанун чиқирип, хитайниң уйғур елидә ишләпчиқирилған мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәклишини тәләп қилған. Лиам бернниң тәкитлишичә, әнглийә йәнә хитайниң шеин тез мода кийим ширкитиниң лондон аксийә базирида пай чеки тарқитиш илтимасиға қарита техиму қаттиқ тәкшүрүш елип бериши керәк икән. Кишилик һоқуқ тәшкилатлири шеинниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ мәһсулатларни сатидиғанлиқи, униң лондонда пай чеки тарқитишиниң рәт қилинишини тәләп қилмақта иди. Ройтерс агентлиқиниң билдүрүшичә, лиам берин әнглийәниңму американиң 2021-йили 12-айда чиқарған “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ға охшаш бир қанун чиқиришини күтидиғанлиқини ейтқан.
Лиам берн ройтерс агентлиқиға мундақ дегән: “мән (йеңи) ишчилар партийәси һөкүмитиниң өз вәдисигә әмәл қилип, консерватиплар тәрипидин ишқа ашмиған заманиви қуллар әмгикини чәкләш қанунини күчәйтишни, тәминләш зәнҗиригә болған тәләпләрни техиму кәскинләштүрүшни көрүшни халаймән. Униң көрситишичә, “бу арқилиқ йеңи һөкүмәт әнглийәниң әркин вә адил болған содида ишәнчлик рәһбәрлик орнини тиклиши керәк” икән. Лиам берн хитайниң шеин тез мода кийим ширкитиниң лондон аксийә базирида пай чекини тарқитиш илтимасини қаттиқ тәкшүрүшни тәләп қиливатқан парламент әзалириниң бири.
Шеин ройтерс агентлиқиға билдүргән инкасида, өзлириниң “мәҗбурий әмгәккә йол қоймаслиқ сиясити” барлиқини тәкитлигән болсиму, лекин әнглийәдики “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш бирләшмиси” бу йил 6-айда, шеинниң лондонда пай чеки тарқитишиға қарши қануни һәрикәт башлиған. Охшаш бир вақитта әнглийәлик парчә сетиш мәслиһәтчиси вә телевизор чолпини марий портасму әнглийә һөкүмитини шеинниң лондонда пай чеки тарқитишини тосушқа чақирғаниди.