Әнглийә ташқи ишлар министири хитайни хәлқара қаидиләргә уйғун һәрикәт қилиш һәққидә агаһландурған
2022.04.28
Әнглийә ташқи ишлар министири лиз трус( Liz Truss ) 27-апрел күни лондонда қилған сөзидә хитайни хәлқара қаидиләргә уйғун һәрикәт қилиш һәққидә агаһландурған. У хитайниң әксичә һәрикитиниң униң дәриҗидин ташқири дөләт болуштәк арзусини суға чилаштуридиғанлиқини билдүргән.
Трус мундақ дегән: “дөләтләр чоқум қаидә бойичә һәрикәт қилиши керәк. Бу хитайниму өз ичигә алиду. Әгәр улар қаидигә әмәл қилмиса, улар давамлиқ өрлийәлмәйду. Чүнки хитай G-7 дөләтлири билән сода қилишқа моһтаҗ. Бу йәттә дөләт дуня иқтисадиниң йеримиға вәкиллик қилимиз. Шуңа бизниң таллаш һоқуқимиз бар”.
У буниңға русийәниң украинаға таҗавузчилиқи түпәйлидин дуня иқтисадидин айриветилгәнликини мисал қилип көрситип: “биз русийә мисали арқилиқ хәлқаралиқ қаидигә хилаплиқ қилинғанда қандақ һәрикәт қилидиғанлиқимизни дуняға көрсәттуқ” дегән вә әмди ғәрбниң базириниң асанлиқчә очуқ болмайдиғанлиқини тәкитлигән.
Әнглийә ташқи ишлар министири трус сөзидә йәнә һинди-тинч окянниң бихәтәрлики мәсилисиниму тилға елип “биз һинди-тинч окяндики тәһдитләрни алдин ойлишишимиз керәк, японийә вә австралийә қатарлиқ иттипақдашлар билән һәмкарлишип, тинч окянниң қоғдилишиға капаләтлик қилишимиз керәк” дегән.
У йәнә мундақ дегән: “биз чоқум тәйвәнгә охшаш демократик түзүмләрниң өзини қоғдишиға капаләтлик қилишимиз керәк”.
Тәйвән ташқи ишлар министирлиқи болса 28-апрел күни трус ханимниң бу сөзлирини қарши елип инкас қайтурған һәмдә әнглийә вә башқа охшаш пикирдики шерикләр билән болған һәмкарлиқни давамлиқ чоңқурлаштуруп, тәйвән боғузиниң тинчлиқи вә муқимлиқиға капаләтлик қилидиғанлиқини ейтқан.