Әнгилийә парламенти һөкүмәтни уйғурларға қаритиватқан зулумға қарши йәниму көп тәдбир қоллинишқа чақиридиған қарар лайиһәсини мақуллиди
Әнгилийә парламенти әнгилийә һөкүмитини хитайниң уйғурларға қаритиватқан зулумиға қарши йәниму көп тәдбир қоллинишқа чақиридиған қарар лайиһәсини мақуллиди.
20-январ пәйшәнбә күни, әнгилийә парламенти әзалири парламент әзаси нусрәт ғәни ханим тәрипидин тонуштурулған қарар лайиһәси үстидә бәс-муназирә қилған. Бу муназиригә “уйғур сот коллегийәси” ниң уйғурларға қаритиливатқан зулумни “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекитиши түрткә болған икән.
Муназиридин кейин парламент әзалири толуқ аваз билән қарар лайиһәсини мақуллап әнгилийә һөкүмитини йәниму көп хитай әмәлдарлириға җаза тәдбири йүргүзүш, импорт чәклимилирини елан қилиш вә шуниңдәк башқа усуллар арқилиқ тәдбир қоллинишқа чақирған.
Нусрәт ғәни ханимниң елан қилған баянатиға қариғанда, әнглийә һөкүмити икки ай ичидә уйғурларға қаритиливатқан ирқий қирғинчилиқ хәвпини баһалап бир доклат елан қилиши, ирқий қирғинчилиқтин пайда еливатқан ширкәтләрни қара тизимликкә елиши вә сода, ениргийә вә истратегийә комитетлириниң тәвсийә доклатлирини қобул қилиши керәккән.
Нусрәт ғәни ханим сөзидә: “әнглийә парламенти йәнә бир қетим әнгилийә һөкүмити вә хәлқиниң уйғурларға қаритиливатқан ирқий қирғинчилиққа янтаяқ болуп қелишиниң алдини елиштики әхлақий вә қануний йөнилишни көрситип бәрди,” дегән.