Әнглийә парламент әзалири уйғурларниң лагерға қамилиш мәсилисини һәрқачан тәкитләйдиғанлиқини билдүрди

Мухбиримиз әзиз
2019.07.30

Уйғур дияридики милйонлиған кишиниң лагерларға қамилиши һәмдә мәсчит, қәбристанлиқларниң чеқип ташлиниши тоғрисида бир қисим алимлар “бу һадисиләр сепи өзидин қирғинчилиқ, һечболмиғанда буларни мәдәнийәт қирғинчилиқи, дәп аташ керәк” дегән пикирләрни оттуриға қоюватқанлиқи мәлум. Мушу һәптә әнглийә парламентиниң бир қисим әзалири мәхсус мақалә елан қилип бу әһвални тәстиқлайдиғанлиқини һәмдә өзлириниң давамлиқ әнглийә парламентида уйғурлар мәсилисини тәкитләйдиғанлиқини билдүрди.

Әнглийәдики “йеңи баянатчи” гезитиниң 26-июл саниға бесилған бу һәқтики баш мақалида әнглийә парламентида тәсис қилинған “шинҗаңдики диний етиқад әркинликини тәкшүргүчи барчә партийә гуруппилири” комитетиниң рәислири, әнглийә парламентиниң әзалиридин ясимән қурәйиш вә алистар кармайкил бу пикирләрни тәпсилий шәрһилиди.

Мақалида көрситилишичә, әнглийә билән хитайниң сода мунасивити әнглийә һөкүмити үчүн салмақлиқ мәсилиләрниң бири икән. 2017-Йилиниң өзидила әнгилийәниң омумий импорт қиммитиниң йәттә пирсәнти хитай билән болған сода мунасивитидин кәлгән. Гәрчә хитай билән болған иқтисадий алақә әнглийә үчүн бәкму зор әһмийәткә игә болсиму әнглийә һөкүмити хитайниң уйғурларни лагерға қамаш қилмишини әйибләш баянатиға дадиллиқ билән имза қойған. Апторлар бу һәқтә сөз қилип “бизниң сиясий җәһәттики һәмкарлиқимиз вә өзара мәнпәәт йәткүзүш һәрикитимиз бизниң әзәлий қиммәт қаришимизни қурбан қилса болмайду. Чүнки бу хил қиммәтни пайхан қилиш қилмиши шинҗаңда көпләп йүз бериватиду” дейилиду.

Апторлар ахирида бу мәсилиләрниң әнглийә парламентидики түрлүк йиғинларда, гуваһлиқ паалийәтлиридә вә мутәхәссисләрниң қатнишишидики муһакимә йиғинлирида давамлиқ һалда тәкитлинип туруши лазимлиқини, өзлириниңму буниңға күч чиқиридиғанлиқини билдүриду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.