Әркинлик сарийиниң хитайни “әркин болмиған дөләт” категорийәсигә киргүзүши диққәт қозғиди
2015.01.29
Америкидики кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин әркинлик сарийи 28-январ чаршәнбә күни 2014-йиллиқ доклатини елан қилди. “демократийәдин ваз кечип мустәбитликкә қайтиш”намлиқ доклатта хитайниң “әркин болмиған дөләт” категорийәсигә киргүзүлүши диққәт қозғиди.
Түнүгүн доклат елан қилинғандин кейин, бүгүн көплигән хәлқара ахбарат органлири мәзкур доклат һәққидә хәвәр вә инкасларни бәрди. Мәлум болушичә, доклатта 195 дөләт вә район ичидә, 89 дөләт “әркин дөләт” категорийәсигә, 55 дөләт “қисмән әркин дөләт” категорийәсигә, шималий корейә, хитай қатарлиқ дөләтләр “әркин болмиған дөләт” қатариға киргүзүлгән.
Америка авази, ройтерс, б б с агентлиқи қатарлиқларниң 29-январ бәргән хәвәрлиридә, мәзкур доклатта тилға елинған, 2014-йили дуняниң һәр қайси җайлиридики әркинлик кәйпиятиниң 2013-йилдикигә қариғанда техиму начарлашқанлиқи, доклатниң хитай һәққидики қисмида хитай һелиһәм “әркин болмиған дөләт” қатариға киридиғанлиқи, хитайдики әркинлик кәйпиятиниң барғанчә начарлап кәткәнлики қатарлиқ мәзмунлар алаһидә тилға елинған.