2000 Ға йеқин әрздар бейҗиң әрзийәт идарисини қоршивалди

Мухбиримиз меһрибан
2015.07.31

Радиомизға кәлгән инкаслардин мәлум болушичә, 31-июл җүмә күни хитайниң һәрқайси җайлиридин кәлгән 2000 ға йеқин әрздар бейҗиң әрзийәт идарисини қоршивалған.

Сақчилар шаңхәйдин кәлгән бир аял әрздарниң белигә партлатқуч теңип, қолиға бензин ботулкиси еливалғинини байқиғандин кейин, зор түркүмдә сақчилар вә сақчи аптомобиллирини әвәтип тутқун қилишни башлиған. Мәлум болушичә, сақчилар шаңхәйдин кәлгән 400дин артуқ әрздарни асаслиқ тутқун нишани қилған.

Нәқ мәйдандики әрздарлардин радиомиз зияритини қобул қилған лю хуа әпәнди әрзийәт идариси алдидики әһвални баян қилип, “түнүгүн 30-июл кечә саәт 9 лардила 20 нәччә сақчи аптомобили бу йәргә йетип кәлди. Улар әрздарлар йиғилиштин илгирила әрзийәт идариси алдидики кочиларниму қоршивалди. Бүгүн җүмә күни әтигән шаңхәйлик аял әрздарниң йенидин партлатқуч бомба тепилғандин кейин, йәнә 60тин артуқ сақчи аптомобили вә сақчилар кәлди. Улар һазир шаңхәйлик әрздарларни көрсила тутқун қилмақта” деди.

Мәлум болушичә, йеқинқи бирқанчә йилдин буян һәр айниң әң ахирқи җүмә күни һәрқайси җайлардин кәлгән әрздарлар бейҗиңдики әрзийәт идариси вә мәркизи интизам тәкшүрүш ишханиси алдиға йиғилип, әрзлирини җамаәткә сөзләп, техиму көп кишиләрниң һесдашлиқини қозғашқа урунған. Илгири радиойимизниң зияритини қобул қилған бейҗиңдики уйғур әрздарлириму хитай әрздарлири билән бирликтә бу мәйданға йиғилғанлиқини вә өз әһваллирини бу мәйданға кәлгән чәтәллик мухбирларға ейтқанлиқини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.