Рабби шмули янкловитз: “барлиқ етиқадчилар уйғур қирғинчилиқиға қарши туруши керәк”

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.04.04

3-Апрел күни, “америка журнили” намлиқ тор таратқусида “барлиқ етиқадчилар уйғур қирғинчилиқиға қарши туруши керәк” мавзулуқ бир парчә мақалә елан қилинған. Мәзкур мақалини америкалиқ язғучи вә йәһудий дининиң раббиси доктор шмули янкловитз (Shmuly Yanklowitz) язған. У мақалисидә, һазир америкалиқларниң диққити бу дөләттики пирезидентлиқ сайлими вә пәләстин-исраилийә арисидики айиғи чиқмас тоқунушқа мәркәзлишип қалғанлиқини, бу мәсилиләрдә һәр хил көз қарашлар болсиму, бирақ охшимиған дин, охшимиған көз қараш вә охшимиған сиясий партийәдикиләр бирлишиши лазим болған бир мәсилә барлиқини, у болсиму уйғурларға қаритиливатқан ирқий қирғинчилиқ икәнликини тәкитлигән.

У мундақ дегән: “исраилийә-пәләстин тоқунуши, охшаш җинслиқларниң той қилиш мәсилиси вә шуниңға охшаш мәсилиләрдики талаш-тартишларниң айиғи чиқмайдиғандәк қилиду. Һалбуки, хиристиянлар, йәһудийлар вә мусулманлар, шундақла демократлар партийәси, җумһурийәтчиләр партийәси вә партийәсизләрниң һәммиси бирдәк бирликкә келәләйдиған мәсилә-уйғур ирқий қирғинчилиқидур. Җүмлидин хитай һөкүмити тәрипидин түрмигә ташлиниватқан, мәҗбурий әмгәккә селиниватқан, диний зиянкәшлик вә башқа нурғун зулумларға учрап, инсаний иззәт-һөрмити вә диний әркинликигә таҗавуз қилиниватқан уйғурлар мәсилисидур.”

Рабби шмули янкловитз мақалисиниң давамида, йеқинқи тарихта хиристиянлар вә йәһудийларниң американиң пуқралар һоқуқи һәрикити, аз санлиқ милләтләрниң диний әркинлики мәсилиси вә җәнубий африқадики ирқий айримичилиқниң ахирлишиши үчүн бирликтә һәрикәт қолланғанлиқини, әмма бүгүн дуняда әхлақий норма вә қиммәт қарашларниң арқиға чекинип, бундақ мәсилиләрниң йетәрлик һәрикәт қозғиялмайватқанлиқини баян қилған. Аптор мақалисидә буниң сәвәбини қисмән һалда инсанларниң диндин узақлишишиға бағлиған. Униң қаришичә, “динға етиқад қилидиған кишиләрдә коллектип мәсулийәтчанлиқ туйғуси күчлүк болиду. Чүнки пүткүл инсанлар өзиниң имаги, йәни образини яратқучиниң тәҗәллисидин алғандур.”

У мақалисиниң ахирида кишиләргә динниң өтмүштики әнәниләрни давамлаштурушла әмәс, бәлки парлақ кәлгүсини шәкилләндүрүш үчүнму зөрүрлүкини чүшинишкә үндигән. Шундақла барлиқ инсанларни уйғур ирқий қирғинчилиқиға көңүл бөлүшкә, уйғур мәҗбурий әмгики арқилиқ ишләпчиқирилған мәһсулатлирини сетивалмаслиққа, америкадики сиясийонларға хизмәт ишләшкә, һөкүмәт вә ширкәтләргә бесим ишлитишкә чақирған.

Рабби шмули янкловитз мақалисидә йеқинда ню-йоркта “елий вейсил фонди” тәрипидин уйғурларға қандақ ярдәм қилиш тоғрисида динлар ара муһакимә йиғини ечилидиғанлиқини тилға елип, барлиқ етиқадчиларни бу йиғинға қатнишишқа тәклип қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.