Шаңхәйдә җәвлан қилған әтләс көрикидә “уйғур” нами тилға елинмиди
16-Өктәбирдә шаңхәйдә ечилған “2018-йиллиқ баһар вә язлиқ либаслар көрики” дә уйғурлар дияридин кәлтүрүлгән әтләс йипәклиридә тикилгән бир йүрүш мода кийимләр сәһнигә елип чиқилған һәмдә көрәктики либасларниң асасий қисмини тәшкил қилған.
Мәлум болушичә, бу қетим шаңхәйдә көрәккә қатнаштурулған бу либаслар “тәңритағдин һалқиған әтләс” паалийитиниң бир қисми сүпитидә тәйярланған икән.
“тәңритағ тори” ниң бүгүнки хәвиридә бу қетимқи көрәккә елип келингән әтләс кийимлирини хитай ширкәтлириниң лайиһәлигәнликини, әтләс йипәклириниң “йипәк йолидики аз санлиқ милләтләрдә сақланған байлиқ” икәнлики, униң тәңритағдин һалқип техиму көп кишиләргә тонулуши лазимлиқи тәкитләнгән. Әмма әтләсниң уйғур мәдәнийәт тарихидики орни һәққидә һечнәрсә дейилмигән. Бу һал кишиләргә буниңдин 20 йиллар илгири уйғур аяллириниң әнәниви гирим буюмлиридин осминиң хитай ширкәтлириниң мәһсулати болуп қелиштәк паҗиәсини әсләткән.
Тарихшунаслар вә археологларниң тәтқиқатлириға қариғанда уйғурларниң узақ әсирлик әнәниви қол-һүнәр сәнәтлириниң бири, дәп қарилип кәлгән әтләс тоқуш техникиси йирақ заманлар илгирила тарим вадисида оттура асияниң әң дәсләпки йипәк тоқумичилиқ мәркәзлирини вуҗудқа кәлтүргән иди. Мәлум болушичә, әтләс йипәклири хитайниң “дөләт дәриҗилик ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири” қатариға киргүзүлгән икән.