Хитай даирилири әйдиз паалийәтчисиниң б д т әйдиз йиғиниға қатнишишини чәклигән

Мухбиримиз әркин
2014.10.24

Хитай әйдиз паалийәтчиси ваң чюйүнниң пәйшәнбә күни билдүрүшичә, хитай аманлиқ даирилири униң паспортини тартивелип, униң җәнвәдә ечилидиған б д т ниң аялларни кәмситишкә қарши туруш йиғиниға қатнишишини чәклигән.

Ваң чюйүн б д т йиғинида, хитайниң “аялларни кәмситишкә хатимә бериш әһдинамиси” ни иҗра қилиш әһвали һәққидә доклат бәрмәкчи иди.

Бирақ, хитай сақчи органлири йеқинда хенәндә олтурушлуқ мәзкур аял паалийәтчиниң паспортини тартивелип, униң у олтурушлуқ хебей шәһиридин айрилишини чәклигән. Бу қетимлиқ хәлқара йиғин уюштурғучилириға өзиниң “кесәл сәвәблик” йиғинға қатнишалмайдиғанлиқини ейтишни тәләп қилған.

У “вашингтон почта гезити” гә қилған сөзидә, “мән сақчиларға вә башқа һөкүмәт әмәлдарлириға нәччә қетим аял әйдиз бимарлириға, кәмситишкә учраватқан ата-аниси әйдиз бимари балиларға ярдәм қилиш һәққидә сөзләйдиғанлиқини чүшәндүргән болсамму, бирақ немишқа бу ишниң йүз беридиғанлиқини билмидим” дегән.

Даириләр ваң чюйүнниң хәлқара йиғинға қатнишишини чәкләштин 2-3 күн аввал, хитай рәиси ши җинпиңниң аяли пең лийүән бейҗиңда ечилған мәмликәтлик әйдиз йиғинида сөз қилип, әйдиз бимарлирини кәмситишкә қарши турушни вә иҗтимаий адаләтни алға сүридиғанлиқини тәкитлигән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.