Германийә уруш парахотлири хитайниң наразилиқиға қаримай тәйвән боғузиға киргән
2024.09.13
Германийә деңиз армийәсиниң икки уруш парахоти 13-сентәбир хитайниң наразилиқиға қаримай, хитай тәрәп “игилик һоқуқимиздики район” дәп қараватқан тәйвән боғузиға киргән. Һалбуки, германийә дөләт мудапиә министири борис писториюсниң билдүрүшичә, германийә уруш парахотлири тәйвән боғузиниң хәлқара деңиз тәвәликидин өтмәктә икән.
Борис писториюс 13-сентәбир летванийә дөләт мудапиә министири лавринас касюнас билән өткүзгән ахбарат йиғинида, “хәлқара деңиз тәвәлики дегәнлик, хәлқараға ортақ деңиз тәвәликидур. Бу әң қисқа йол, һава райи шараитини көздә тутуп, биз әң бихәтәр болған бу йолдин өтимиз” дегән. Германийә уруш парахотлири тәйвән боғузиға кириштин бурун хитай ташқий ишлар министирлиқиниң баянатчиси германийәниң бу һәрикитини хитайниң игилик һоқуқиға дәхли-тәруз қилиштики бир баһанә, дәп әйиблигән.
Хитай һөкүмити тәйвәнниң йеңи пирезиденти ләй чиңдениң бу йил 5-айда пирезидентлиқ һоқуқини өткүзүвелишидин буян тәйвәнгә қаратқан һәрбий тәһдитини қатмуқат күчәйткән бир пәйттә германийә уруш парахотлириниң тәйвән боғузидин өтүши, диққәт қозғимақта. Германийә өзиниң уруш парахотлирини тәйвән боғузидин өткүзгән американиң тунҗи иттипақдаш дөлити әмәс. Буниңдин бурун американиң канада, әнгилийә қатарлиқ иттипақдашлириму уруш парахотлирини пат-пат тәйвән боғузидин өткүзүп кәлгән. Америка уруш парахотлирини һәр икки айда бир қетим тәйвән боғузидин өткүзүп кәлмәктә. Хитай буниңдин ғәзәпләнсиму, әмма бу рәсмий хәлқаралиқ деңиз сода йоли болғачқа, амалсиз қеливатқанлиқи мәлум.
“германийә долқунлири” ниң хәвәр қилишичә, тәйвән ташқий ишла министирлиқи бу һәптиниң башлири елан қилған бу һәқтики баянатида, “германийәниң америка, канада, голландийә қатарлиқ дөләтләр қатарида һәрикәт қоллинип, тәйвән боғузиниң хәлқаралиқ деңиз болуштәк қануний орнини намаян қилғанлиқини қарши алидиғанлиқи” ни билдүргән. Германийә дөләт мудапиә әмәлдарлириниң қәйт қилишичә, нөвәттә германийә уруш парахотлири җәнубий корейәдин филиппинға бериш үчүн тәйвән боғузидин өтмәктә икән.