Ғулҗида ромаллиқ уйғур аял коча аптобусиға чиқирилмиған

Мухбиримиз әркин
2013.05.03

Йеқинда уйғур елиниң ғулҗа шәһиридә бала көтүрүвалған 25 яшлардики бир ромаллиқ уйғур аял коча аптобусиға чиқирилмиған. “уйғур биз” ториниң хәвәр қилишичә, аптобус шопури аялниң ромал артивалғанлиқини көрүп, дәрһал аптобустин чүшүп кетишкә буйруған.

Хәвәрдә, бу аял уйғур аптоном райони даирилири кийишни чәклигән пәрәнҗә қатарлиқ аталмиш “ғәйрий кийимләр” ни кийивалған болмисиму, бирақ ромили сәвәблик аптобусқа чиқирилмиған.

“уйғурбиз” ториниң илгири сүрүшичә, бу вәқә бир айрим һадисә әмәс. Ғулҗа шәһириниң аммиви қатнаш системисида ромал артқан, диний пасонда кийинивалған аялларни кәмситиш, аптобусқа алмаслиқтәк бу хил омуми йүзлүк мәвҗут һадисә. “уйғурбиз” тори бу вәқәниң8 - йол аптобусида йүз бәргәнликини билдүргән болсиму, бирақ қачан йүз бәргәнликини тилға алмиған.

Хитай даирилири 2008 - йилдин буян ғулҗа шәһиридә диний бастурушни җиддийләштүрүп, сақал қойған, һиҗаб артқан диндар әрләрни, аялларни тәқиб қилишни күчәйткән. Бу хил қияпәттики бәзи диндар кишиләрни радикаллиқ билән әйибләп қамақ җазасиға һөкүм қилған.

Хитайниң бу сиясити хәлқара кишилик һоқуқ органлири вә уйғур тәшкилатлириниң қаттиқ тәнқидигә учрап кәлгән. Америка хәлқара диний әркинлик комитети йеқинда елан қилған доклатида, хитайниң бу хил қаттиқ қол сиясити уйғурларни радикаллишишқа йетәкләйдиғанлиқини агаһландурған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.