Тәйвәндә гуәнтанамоға қамалған уйғурлар һәққидики филим көрситилидикән

Мухбиримиз ирадә
2017.09.21

22-Сентәбир, йәни җүмә күни тәйвәнниң тәйбей шәһиридә гуәнтанамодики уйғурлар һәққидә ишләнгән “гуәнтанамодики уйғурлар: бимәнилик тутқунлири” намлиқ һөҗҗәтлик филим көрситилидикән.

Бу филим тәйвәндә 9-айниң бешидин 10-айниң бешиғичә бир ай давам қилидиған 2017-йиллиқ “яйлақ мәдәнийити филим фестивали” да қоюлидикән.

Мәзкур филимда әйни дәврдики дуняви террорлуққа қарши уруш долқуни сәвәблик бу 22 нәпәр уйғурниң бешиға кәлгән бәхтсизликләр йорутулған болуп, мәзкур филим гуәнтанамоға қамалған уйғур тутқунлар билән өткүзүлгән биваситә зиярәт хатирилири вә нәқ мәйдан һөҗҗәтлик материяллар асасида ишләнгән.

Режиссор, мәзкур филимда уйғурларниң әйни чағдики дуня вәзийитиниң қурбанлириға айланғанлиқини, гәрчә уларниң гунаһсизлиқи америка тәрипидин испатлинип қоюп берилгән болсиму, әмма хитайниң уларни давамлиқ һалда “террорчи” дәп атап кәлгәнликини җанлиқ вә һөҗҗәтлик пакитлар билән баян қилған шундақла уйғурларниң сиясий вәзийитини интайин чүшинишлик қилип йорутуп бәргән.

Мәлум болушичә, бу филимниң тәйвәндики қоюлуш мурасимиға гуәнтанамодики уйғурларға тәрҗиманлиқ қилған һәм шундақла һөҗҗәтлик филимдики асаслиқ персонажларниң бири болған рошән аббас ханим тәклип билән қатнишидикән. Бу филим илгири канада вә голландийә қатарлиқ дөләтләрдики филим фестиваллириға қатнаштурулуп, хели зор тәсир қозғиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.