Уйғур районида һалал мәһсулатқа қарши турған хитай оттура шәрқ һалал базириға интилмәктә

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.09.06

Бүгүн “әрәб тиҗарити” намлиқ бир тор бәттә хәвәр қилинишичә, хитайниң “бир йол бир бәлвағ” қурулуши, оттура шәрқтики мусулманчә йемәклик содисиниң җанлинишиға түрткә болуши мумкин.

Хәвәрдә дейилишичә хитай истемал җәһәттинму һәм ишләпчиқириш җәһәттинму һалал мәһсулатлар сода базирида муһим орунға игә; хитайда һалал мәһсулатқа қарита 26 милйон истемалчи барлиқи тилға елинған хәвәрдә ниңшядики “вуҗоң һалал йемәкликләр ширкити”ниң дунядики ғоллуқ һалал мәһсулат мулазимәтчиси икәнлики әскәртилгән.

Хәвәрдә дейилишичә, бу йил 18- вә 19-сентәбир күнлири дубәйдики бир катта меһманханида дубәй һалал мәһсулатлар көргәзмиси өткүзүлиду. Көргәзмидә һалал йемәкләр, пәрдазлар вә мусулманчә кийим-кечәк, мусулманчә саяһәт вә меһманхана қатарлиқ түрләр бойичә һалал мәһсулат вә мулазимәтләр базарға селиниду; 40 нәччә дөләттин 3000 дин артуқ киши қатнишидиған бу көргәзмидә, мәһсулат вә мулазимитини базарға салидиған 11 дөләттин бири хитай. Хәлқара һалал лаяқәт мунбириниң баш катипи муһәммәд салиһ бәдри, хитайниң бу базарда пут тирәп туруши үчүн аввал инавәткә еһтияҗи барлиқини ейтқан.

У йәнә нөвәттә хитай мусулманчә мәһсулат ишләпчиқиришта қурулуш җәһәттин асас тиклигән болсиму, әмма униң қанун вә түзүм җәһәттин хамлиқлири барлиқини әскәрткән.

Бәзи көзәткүчиләр хитайниң “бир йол бир бәлвағ” қурулушиниң хитайдики бир түркүм һалал мәһсулат ишләпчиқириш күчлирини оттура шәрққә йүткәйдиғанлиқини, буниң билән әрәб дунясида һалал мәһсулатларниң баһаси әрзанлайдиғанлиқини пәрәз қилишмақта. Әмма әрәб дунясида һалал мәһсулатлар базирини игиләшкә урунуватқан хитайниң мәзкур мәқсити әмәлгә ашқан тәқдирдә бу вәзийәтниң хитайниң уйғур районидики һалал мәһсулат вә мулазимәтләргә қарита чәклимисигә қандақ тәсир көрситидиғанлиқи мәлум әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.