Һава булғиниши хитайда өлүм кәлтүрүп чиқириватқан асаслиқ амил икән
2016.02.12
Америкида ечилған пән тәтқиқатчилар бирлики йиғинида хитайдики муһит булғиниш мәсилиси алаһидә тилға елинған. Фирансийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, йиғинда сөз қилған мутәхәссисләр дуняда һәр йили 5 йерим милйон адәмниң һава булғинишиға мунасивәтлик кесәлликләр сәвәбидин өлүватқанлиқини, буниң йеримидин көпрәкиниң хитай вә һиндистандин ибарәт икки дөләт пуқралири икәнликини билдүргән.
Канаданиң нопус вә аммиви сәһийә теббий университетиниң профессори майкил бравр бу йиғинда қилған сөзидә, һава булғинишиниң инсанларниң һаятини тәһдит қиливатқан әң зор амил икәнликини, әгәр вақтида тәдбир елинмиған тәқдирдә адәм чиқиминиң йәниму өрләйдиғанлиқини билдүргән.
Мәлум болушичә, хитайда 2013- йили 1милйон 600 миң адәм һава булғиниши сәвәбидин һаятидин айрилған.
Бейҗиң чиңхуа университетиниң доктор аспиранти ма чявниң йиғинда бәргән доклатидин мәлум болушичә, буниң әң чоң сәвәблиридин бири көмүр гази. Униң ейтишичә, хитайда 2013- йили көмүрни йеқилғу қилиш сәвәбидин өлгән адәм сани 366 миң нәпәр икән.
Дуня сәһийә тәшкилати бекиткән һава булғиниш өлчими бойичә, һәр кубметир һавадики зәһәрлик зәрричә миқдари 25 микрограмдин ешип кәтмәслики керәк, бирақ февралда бейҗиң вә деһли шәһәрлириниң һәр кубметир һавадики булғиниш дәриҗиси 300 микрограмдин ешип кәткән.