Андриян зенз: “уйғур елидики хитай қораллиқ сақчилириниң расхоти елан қилинған сандин көп юқири”
2018.04.25
Мутәхәссисләр уйғур елидики хитай қораллиқ сақчи қисимлириниң йиллиқ расхотиниң елан қилинған сандин көп юқирилиқини вә буниң һәммисиниң дегүдәк хитай мәркизи һөкүмити тәрипидин тәминлиниватқанлиқини билдүрди.
Бүгүн германийәлик тәтқиқатчи адриян зензниң бу һәқтики тәтқиқат мақалиси “җәймис товн фонди” ниң тор бетидә елан қилинди. Адриян зенз уйғур елида турушлуқ хитай қораллиқ сақчи қисимлири вә униң қармиқидики “ички бихәтәрлик қошунлири” ға аит елан қилинған санлиқ мәлуматларни селиштуруш арқилиқ уйғур елидики “ички бихәтәрлик қошунлири” вә уларниң расхотлирини һесаблап чиққан.
Униң көрситишичә, уйғур елида нөвәттә пәқәтла “ички бихәтәрлик қошуни” ға тәвә болған 80 миңдин 160 миңғичә қораллиқ күч бар, дәп пәрәз қилишқа болидикән. У, хитай мәркизи һөкүмитиниң хитай қораллиқ сақчи қисимлириға аҗратқан мәблиғиниң 80 пирсәнтини “ички бихәтәрлик қошунлири” ға аҗритилидиғанлиқини нуқта қилип һесаблиғанда, 2016-йили ичидә хитай мәркизи һөкүмитиниң уйғур елидики қораллиқ сақчи қисимлирини 10-20 милярд йүән мәбләғ билән тәминлигәнликини әскәрткән.
У, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң уйғур елида турушлуқ қошунларға аҗратқан расхотиға асасән бу қошунлар расхотиниң 93-96 пирсәнтиниң пүтүнләй мәркизи һөкүмәт тәрипидин тәминлинип кәлгәнликини илгири сүргән.
Адрдиян зензниң қаришичә, юқириқи әһвал тәбиий һалда уйғур елидики қораллиқ қисимларниң биваситә һалда мәркизи һөкүмәт тәрипидин башқурулуши, йәрлик һөкүмәтниң райондики қораллиқ сақчи күчлирини контрол қилиш һоқуқиниң болмаслиқтәк бир әһвалға йол ачидикән. У, башқа өлкиләрдә хитай қораллиқ сақчи қисимлириниң кәң көләмлик җиддий әһвал болмиған әһвал астида асасән арқа пиланда туридиғанлиқини, әмма уйғур елида болса адәттики йәрлик сақчи органлири һәл қилидиған мәсилиләрдиму биваситә һалда қораллиқ сақчи қисимлириниң оттуриға чүшидиғанлиқини тәкитләп өткән.
У, уйғур елидики бу әһвални хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң армийәдә елип бериватқан ислаһати биләнму мунасивәтлик дәп көрситип, униң бу арқилиқ бара-бара йәрлик һөкүмәтләрниң һоқуқ күчини аҗизлаштуруватқанлиқини билдүргән.