Шинҗаң һәрбий райони йәрлик алий мәктәп оқуғучилири арисида “қизиллаштуруш” паалийити елип бармақтикән

Мухбиримиз қутлан
2016.05.09

Шинҗаң университети торидин мәлум болушичә, шинҗаң һәрбий райони сиясий бөлүминиң шинҗаң университетидики йәрлик милләт оқуғучилири арисида тәсис қилған аталмиш “достлуқ вә өз-ара өгиниш паалийити” ниң ечилиш мурасими 8-май күни үрүмчидә өткүзүлгән.

Мәзкур мурасимға һәрбий районниң муавин сиясий комиссари селимҗан сәйдулла вә уйғур аптоном районлуқ партком тәшвиқат бөлүми, әдәбият-сәнәтчиләр бирләшмиси, маарип назарити һәм университетларниң мәсуллири қатнашқанлиқи мәлум.

Игилинишичә, һәрбий район сиясий бөлүми уйғур елидики алий мәктәпләргә, болупму райондики әң алий билим юрти һесабланған шинҗаң университетиға сиясий, идеологийә вә тәшвиқат җәһәттә қәдәмму-қәдәм тәсир көрсәтмәктикән.

1999-Йили шинҗаң һәрбий райони мәзкур университет билән дөләт мудапиәси бойичә бирликтә оқуғучи тәрбийиләш тохтамнамиси түзгәнлики мәлум. 2014-Йили һәрбий район сиясий бөлүми йәнә мәзкур университетидики йәрлик милләт оқуғучилири арисида аталмиш “достлуқ вә өзара өгиниш” программиси тәсис қилған икән.

Һәрбий районниң муавин сиясий комиссари селимҗан сәйдулла мурасимда сөз қилип, һәрбий районниң мәзкур университет билән чоңқур дәриҗидә “қизил бағлиниши” ниң мәвҗутлуқини тәкитлигән.

Муһаҗирәттики уйғур сиясий анализчилар, һәрбий район сиясий бөлүминиң алий мәктәпләрдики уйғур вә башқа йәрлик милләт оқуғучилири арисида тәшвиқат паалийити елип беришиниң һәм һәрбий һәм сиясий мәқсәтлири барлиқини илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.