Һейтгаһ мәсчити алдида бир түмән кишилик усул ойналди

Мухбиримиз үмидвар
2016.05.22

Уйғур аптоном район даирилири 19 - май күни қәшқәр шәһиридә он миң кишилик усул ойнаш паалийити вә башқа мунасивәтлик коллектип сәнәт паалийәтлирини елип барған.

“19 - май җуңго саяһәт күни_ қәшқәр сизни қарши алиду” намидики саяһәтчиләрниң көпләп қәшқәргә келишини тәшвиқ қилидиған мәзкур паалийәтниң уйғур аптоном районлуқ саяһәт идариси вә қәшқәр шәһәрлик һөкүмәт баш болуп уюштурған.

Хитайдики аммиви торлардики вә тәңри тағ торидики сүрәтлик хәвәрләрдин мәлум болушичә, учисиға уйғур миллий кийимлири, башлириға доппа кийгән коп сандики мәктәп оқуғучилири, көрүнүшидин ишчи - хизмәтчиләр һейтгаһ мәйданида коллектип усул ойнашқа тәшкилләнгән.

“нур тори”ниң бу һәқтики учурида қәйт қилинишичә, он миң кишилик усулдин башқа йәнә той мурасими паалийити, доппа серик оюни, йипәк йоли карвини қатарлиқ түрлүк миллий өрп - адәт намаян қилинидиған паалийәтләр тәшкилләнгән.

Һейтгаһ уйғурлар районидики әң чоң қәдими мәсчитләрниң бири болуш сүпити билән мәсчит алдидики мәйданда әслидә уйғур яш әрлири һәр һейт - байрамларда өзликидин топлишип, коллектип шәкилдә һәр сама усули ойнайтти. Алдинқи йили һейтгаһ мәйданида диний саһәдикиләрни өз ичигә алған ишчи - хизмәтчиләр коллектип алма усули вә хитай миллитиниң ‘әнәниви усулини ойнашқа тәшкилләнгән иди.

Илгири қәшқәр қәдими шәһәр райони чеқиш пилани башланғанда, хәлқарада буниңға нисбәтән күчлүк тәнқиди инкаслар пәйда болған шуниңдәк қәшқәрдә йүзбәргән бир қатар вәқәләрдин кейин, бу җай хәлқара мәтбуатларниң қизиқ темиси болғанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.