Һилари килинтонниң 5 нәпәр аял паалийәтчини қоюп бериш тәлипи хитайни нарази қилди

Мухбиримиз меһрибан
2015.04.07

Америкиниң сабиқ дөләт ишлири министири һилари килинтон сәйшәнбә күни твитер торида баянат елан қилип, хитайдин бу йил 8-март һарписида тутқун қилинған 5 нәпәр аял паалийәтчини қоюп беришни тәләп қилди.

Һилари килинтон баянатида, нюйорк вақти гезитиниң 6-апрел дүшәнбә күнидики хәвиридин нәқил елип,“хитай аяллар һоқуқи паалийәтчилирини бастурмаслиқи керәк” дегән.

Бу йил 8-март һарписида ли тиңтиң, вей тиңтиң, ваң мән, җең чурән, ву руңруң исимлик бәш нәпәр аял “аялларға қарита җинси таҗавузчилиқни тохтитиш”ни тәләп қилип намайиш қилғанлиқи үчүн, бейҗиң сақчилири тәрипидин тутқун қилинған. Хәвәрләрдин мәлум болушичә, улар тутқун қилинип бир ай болған болсиму қоюп берилмигән. Тутқун қилинған 5 аялдин ли тиңтиңниң адвокати йен шин сәйшәнбә күни радиойимизниң зияритини қобул қилип, “нөвәттә, бейҗиң сақчилириниң бу 5 аялни рәсмий қолға елишни тәләп қилип, тәптиш идарисигә доклат сунғанлиқини, ли тиңтиң қатарлиқларниң өз ишиниң тоғрилиқини билдүрүп, бешиға келиш еһтимали болған һәрқандақ әһвалға тәйяр икәнликини билдүргәнлики” ни баян қилди.

Ройтерс агентлиқиниң 7-апрел сәйшәнбә күнидики хәвиридин мәлум болушичә, хитай ташқи ишлар баянатчиси хуа чүнйиң сәйшәнбә күни наразилиқ баянати берип,“җуңго қанун дөлити, мунасивәтлик тармақлар һазир бу мәсилини тәкшүрүватиду. Җуңго һөкүмити һәрқандақ дөләт яки җамаәт әрбаблириниң җуңгониң әдлийә қанун орунлириниң һоқуқи вә мустәқил қарар чиқиришиға һөрмәт қилишини тәләп қилимиз” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.