Һиндистан армийәси шималий қоманданлиқ қисминиң қомандани уйғур елидә рәсмий зиярәттә болмақтикән

Мухбиримиз ирадә
2020.01.09

“һиндистан вақти гезити” ниң хәвәр қилишичә, һиндистан армийәси шималий қоманданлиқ қисминиң қомандани летинант генерал ранбир сиң 9-январ пәйшәнбә күни рәсмий зиярәт үчүн уйғур райониға йетип кәлгән. Униң җүмә күни хитай хәлқ армийәсиниң уйғур елидә турушлуқ қисимлири қомандани билән көрүшүп, һәрбий базиларни зиярәт қилидиғанлиқи тәхмин қилинмақтикән.

“һиндистан вақти гезити” ниң хәвиридә хитай һөкүмитиниң шинҗаң уйғур аптоном райониға қаритилған зиярәтләрни наһайити қаттиқ қамал қилидиғанлиқи, бу җәһәттин алғанда һиндистан гениралиниң бу зияритиниң наһайити аз учрайдиған бир зиярәт икәнликини баян қилған. Хәвәрдә ейтилишичә, һиндистан армийәси шималий қоманданлиқ қисминиң қомандани генерал летинант ранбирниң уйғур елидики зияритиниң мәқсити ениқ әмәс икән. Бу һәқтә техи бир баянат берилмигән.

Мәлум болушичә, һиндистанлиқ генерал уйғур елигә йетип келиштин бурун чеңдудики хитай қуруқлуқ армийәсиниң ғәрбий-шимал қоманданлиқ мәркизини зиярәт қилған вә у йәрдә қомандан генерал җавзоңчи билән учрашқан болуп, хәвәрдә “бу қоманданлиқ мәркизиниң уйғур ели вә тибәттики қоманданлиқ қисимлирини башқуридиғанлиқи” алаһидә әскәртилгән.

Һиндистан армийәси шималий қоманданлиқ қисминиң қомандани летинант генерал ранбир сиң хитай қуруқлуқ армийәсиниң қомандани генерал хән вейго биләнму учрашқан. Һиндистан тәрәп учришиштин кейинки рәсмий баянатида “икки дөләт генераллири район тенчлиқи, чегра бихәтәрлики, ортақ һәрбий маневир қатарлиқ истратегийәлик тәсиргә игә мәсилиләр бойичә сөһбәтләшти. Бу юқири дәриҗилик һәрбий һәмкарлиқни күчәйтиш вә шундақла һәр икки дөләт үчүн интайин сәзгүр болған чиграниң муқимлиқи үчүн пайдилиқ,” дегәнләрни билдүргән.

Бирақ юқириқи һиндистан гениралиниң немә үчүн уйғур елидә зиярәткә орунлаштурулғанлиқи диққәт қозғимақта.

“һиндистан вақти гезити” ниң хәвиридә уйғур елиниң пакистан тәвәсидики кәшмир арқилиқ пакистанға чигралинидиғанлиқини, һиндистанға тәвә болған әмма хитай тәрипидин контрол қилинидиған ақсай чин райониниң мутләқ көп қисминиң уйғур елидики хотән вилайити ичидә икәнликини әскәртип өткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.