Атақлиқ чақчақчи һисам қурбанниң өй мәсилиси техичә һәл болмиған
2013.07.17
Хитай мәдәнийәт министирлиқи атақлиқ чақчақчи һисам қурбанға “дөләт дәриҗилик ғәйрий мәдәнийәт мирасиниң вәкиллик вариси” дәп нам бәргән. Лекин мәзкур намға еришкән һисам қурбанниң олтурақ өй мәсилиси һазирға қәдәр һәл болмиған.
“уйғурбиз” ториниң хәвәр қилишичә, һисам қурбанниң оғли мәхмут һисам бу йил 2-айда микро блогқа инкас йезип, һисам қурбан һазир олтуруватқан өйниң мүлкийәт һоқуқи һәл болмиғанлиқини билдүргән. Униң инкас қилишичә, йәрлик һөкүмәт һазир һисам қурбан олтуруватқан өйни өз вақтида униңға параванлиқ намида берип, ахбарат васитилиридә кәң тәшвиқ қилған.
Һисам акиниң бу өйдә олтуруватқиниға узун йил болған болсиму, бирақ өйниң мүлкийәт һоқуқи униңға берилмигән. Буниң билән һисам ака һөкүмәт бәргән өйдә иҗаригә олтуруп кәлгән. “уйғурбиз” ториниң билдүрүшичә, бу хәвәр торда ғулғула қозғиған болсиму, бирақ йәрлик һөкүмәтниң бу мәсилини дәрһал һәл қилған-қилмиғанлиқи мәлум әмәскән.
Хитай мәдәнийәт министирлиқи 2010-йили уйғур чақчиқини ғәйрий маддий мәдәнийәт мираси, дәп қобул қилған. Һисам қурбан 2012-йили 12-айда ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслириниң вәкиллик вариси, дәп елан қилинған иди. Униң гуваһнамисини йеқинда язғучи мәмтимин һошур билән ғулҗа шәһәрлик мәдәнийәт идарисиниң башлиқи сәдирдин, һисам акиниң қолиға тапшуруп бәргән.