Хоңкоң студентлири илмий әркинликиниң тарийиватқанлиқидин шикайәт қилди
2015.07.29
Хоңкоң демократийә һәрикитини қоллиған профессорниң хоңкоң университетиниң муавин мудирлиқ орниға өстүрүлүши кечиктүрүлгәндин кейин, 100 дин артуқ университет оқуғучиси 28 - июл кәчқурун мәзкур профессорниң хизмәт иши музакирә қилиниватқан йиғин залиға бесип кирип наразилиқ билдүрди.
Мәлум болушичә, сабиқ қанун факултет мудири чен венминни өстүрүш тәклипи өткән йили декабирда мәктәп башқуруш һәйитигә сунулған. Тәклипни хоңкоң университети президенти петир мәтйсон өзи бәргән икән.
Һалбуки, мәзкур башқуруш һәйити ичидә бейҗиңпәрәс әзаларму бар болғачқа улар ченниң өстүрүлүш ишини бастуруп қойған.
Мәктәп башқуруш һәйити сәйшәнбә күндики йиғиндиму чен венминниң өстүрүлүш ишни йәнә кечиктүргән.
Буниңдин нарази болған оқуғучилар йиғин залиға бастуруп киргән вә “рәзиллик, рәзиллик” дәп варқирашқан. 100 Дин артуқ оқуғучи йиғин зали әтрапиға йиғилип профессор чен венминни қоллайдиғанлиқини билдүргән.
Улар хоңкоңдики илмий тәтқиқат әркинликиниң барғанчә тарийиватқанлиқидин шикайәт қилған.
Чен венмин өткән йили хоңкоң оқуғучилири 3 ай давамлаштурған демократийә намайишини қоллиған профессорларниң бири болуп, униң илмий мақаллири хитайда чиқидиған мәтбуатларда чәкләнгән иди.