Хотән вилайәтлик парткомниң секретари җазаға учриди

Мухбиримиз үмидвар
2017.08.06

Хотән вилайәтлик парткомниң сабиқ секретари җаң җинбяв хотәндики көп қетимлиқ қаршилиқ вәқәлириниң келип чиқишида мәсулийити сүрүштүрүлүп, дело турғузулуп тәкшүрүлүш вә әдлийә органлириға тапшуруп бериш җазасиға учриди.

1996-Йилидин етибарән лоп наһийисиниң муавин һакимлиқ вәзиписидин давамлиқ өсүп, илгири-кейин, лоп наһийиси, йәкән наһийисиниң партком секретари вә қизилсу қирғиз аптоном областиниң партийә секретарлиқ вәзипилирини атқурған җаң җинбяв 2016-йилидин 2017-йилиғичә хотән вилайәтлик партийә комитети секретарлиқ вәзиписидики вақтида, йәни, бу йил 1-айда тәкшүрүш астиға елинип вәзиписидин қалдурулған иди.

Тәңритағ торидики бу һәқтики учурдин мәлум болушичә, уйғур аптоном районлуқ партком җаң җинбявни “сиясий интизам вә сиясий қаидиләргә еғир дәриҗигә хилаплиқ қилған, террорлуққа қарши туруп, муқимлиқни қоғдаш сиясий мәсулийити дә күч чиқармай, еғир ақивәт кәлтүрүп чиқарған” дәп әйиблигән.

Җаң җинбяв аптоном районлуқ партком тәрипидин йәнә “хотән вилайити парткоминиң биринчи секретари болуш сүпити билән бу җайдики террорлуққа қарши туруп, муқимлиқни қоғдаштики биринчи мәсулийити бар киши туруқлуқ, асаси мәқсәт еңи вә мәсулийәт еңи аҗиз болған, у җайдики террорлуққа қарши туруп муқимлиқини қоғдаш вәзийитиниң қаттиқ мурәккәп әһвалда икәнликигә қаримай, партийә мәркизи комитети тәләп қилған райондики террорлуққа қарши туруп, муқимлиқни қоғдаш сиясий мәсулийитини ада қилмиған” дәп әйибләнгән. 

Көзәткүчиләрниң қаришичә, җаң җинбявниң йәнә башқа илгири җазаға учриған хитай әмәлдарлириға охшаш парихорлуқ, чириклик вә истил мәсилисиму тилға елинған болсиму, әмма униң чириклик вә кәйпи-сапа билән болуп кетип, илгири хотән районида йүз бәргән көп қетимлиқ вәқәләрниң алдини алмиғанлиқи, йәни қаттиқ чарә-тәдбирләрни қолланмиғанлиқи униң йиқилишидики асаслиқ амил болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.