Алий мәктәп саһәсидә “икки йүзлимилик”кә қарши паалийәт йәнә әвҗ алмақта
2017.07.18
Уйғурлар дияридики әң чоң билим юрти болған “шинҗаң университети” ниң мәктәп тор бетидин мәлум болушичә, өткән һәптә мәзкур университетиниң оқутқучи, ишчи-хизмәтчилири һәмдә оқуғучилар вәкиллири мәктәп мудири вәли баратниң риясәтчиликидә өткүзүлгән “икки йүзлимичиләрни техиму чоңқур қезиш қәсәмяд йиғини” ға қатнашқан.
Хәвәрдә ейтилишичә, бу қетимлиқ қәсәмяд йиғини 10-майда чақирилған “шинҗаң университетиниң бөлгүнчиликкә вә сиңип киришкә қарши туруш сәпәрвәрлик йиғини” ниң давами дәп көрситилгән. Шуниң билән биргә “бөлгүнчиликкә вә сиңип киришкә қарши туруш” хизмитини түзүмләштүрүш вә әбәдийләштүрүшни ишқа ашурушқа чақириқ қилинған.
Алақидар учурлардин мәлум болушичә, һәрқайси җайларда тәтил үчүн юртлириға қайтқан уйғур оқуғучиларму охшимиған шәкилләрдики қәсәмяд йиғинлириға қатнишиватқан болуп, “партийәгә миннәтдарлиқ билдүрүш, партийәгә әгишиш, ‛үч хил күч‚ ләргә қарши батуранә җәң елан қилиш” темисидики сиясий өгинишләргә мәҗбурланмақта икән.