Борталада “икки йүзлимилик” ни паш қилиш уқтуруши тарқитилди
2017.10.24
Түрлүк учур мәнбәлиридин мәлум болушичә, уйғурлар диярида һазир “икки йүзлимилик” қилған, дегән әйибләш сәвәбидин вәзиписидин қалдурулуватқан яки қамақ җазалириға дуч келиватқан уйғур кадирларниң сани билән ешип маңмақта икән.
Бортала моңғул аптоном области йеқинда тарқатқан 22-номурлуқ уқтуруш дәл мушу хилдики “икки йүзлимичи” кадирларни паш қилиш мәзмунида икән.
Уқтуруштин мәлум болушичә, област тәвәсидики һәрқандақ киши “икки йүзлимилик” кә мунасивәтлик қилмишларни паш қилиши яки бу һәқтики йип учини тәмин етиши лазим икән. Униңда ейтилишичә, мәркәзниң яки аптоном районниң хизмәт орунлаштурушлири һәққидә қалаймиқан сөзлигәнләр, бөлгүнчиликкә қарши күрәштә мәйдани қәтий болмиғанлар яки сахтипәзлик қилғанлар, милләтләр мунасивитигә зиянлиқ гәп-сөзләрдә болғанлар, вәтәнниң бирлики яки иҗтимаий муқимлиққа зиянлиқ әсәр язғанлар, әсәбий идийәләрни тарқатқанлар яки униң тәсиригә учриғанлар қатарлиқ 16 маддилиқ мәзмундики һәрқандақ бир амилни садир қилғучилар “икки йүзлимилик” билән әйиблинидикән.
Хотән вилайити йеқинда “террорлуқ” вә “зораванлиқ” қа мунасивәтлик йип учи билән тәминлигүчиләрни бәш милйон сомғичә мукапат билән тәмин етишни рәсмий “(синақ) чарә” қилип тарқатқан иди. Әмдиликтә бу хилдики “икки йүзлимилик” ни паш қилиш уқтуруши техиму көп уйғур кадирларниң “моллақ” етишидин бешарәт бәрмәктә.