Хәлқара кәчүрүм тәшкилати уйғур тарихчи иминҗан сәйдинниң дәрһал қоюп берилишини тәләп қилди
2020.02.17
Дунядики нопузлуқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бири болған хәлқара кәчүрүм тәшкилати өткән һәптә хитай һөкүмити тәрипидин “ашқунлуққа қутратқулуқ қилиш” билән әйиблинип 15, йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған уйғур тарихчи вә нәшриятчи иминҗан сәйдинни дәрһал қоюп беришни тәләп қилиш һәрикити башлиған.
“шинҗаң ислам институти” ниң тарих оқутқучиси болған профессор иминҗан сәйдин2017-йили5-айда уйғур аптоном районлуқ диний ишлар идарисиниң хизмәт әтрити тәркибидә төвәнгә чүшкән гума наһийәсидин үрүмчигә чақиртип келингән вә из-дерәксиз ғайиб болған. Кейинрәк униң тутқун қилинип, үрүмчидики бир лагерға қамалғанлиқи, 2019-йили 2-айда “әсәбийликкә қутратқулуқ қилиш” билән мәхпий сотланлинип, 15 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинғанлиқи һәмдә 500 миң йүән җәриманә қоюлғанлиқи мәлум болған.
Иминҗан сәйдин илгири “әмин китабчилиқ ширкити” намлиқ китаб ширкити қуруп, маарип, психологийә, аяллар мәсилиси, тәрәққият вә пән-техникиға даир китаб нәшр қилған. Мәлум болушичә, даириләр униң 2014-йили нәшр қилдурған “әрәб тили қолланмиси” ни униңға “ашқулуққа қутратқулуқ қилиш” җинайити артишта дәлил қилип ишләткән.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати өткән һәптә елан қилған баянатида даириләрниң уни 15 йил кәскән болсиму, лекин “униңға қарши һечқандақ бир дәлил елан қилип бақмиғанлиқи” ни тәкитлигән. Баянатта хитай рәиси ши җинпиңға йезилған бир парчә хәт елан қилинип, кишиләрниң бу хәткә имза қоюп, җуңнәнхәйгә әвәтиши тәләп қилинған. Униңда иминҗан сәйдинниң “хәлқарада бирдәк етирап қилинған қанунсизлиқ садир қилғанлиқиға даир йетәрлик дәриҗидә ишәнчлик вә қобул қиларлиқ дәлил болмиғучә шундақла хәлқара өлчәмләр бойичә адил сотлинишиға капаләтлик қилинмиғучә, униң дәрһал вә шәртсиз қоюп берилиши” тәләп қилинған.