Австралийәдики уйғурлар парламент тор бетидә имзалиқ тәләпнамә сунуш паалийити башлиди


2018.08.15

Австралийә парламентиниң тор бетидин мәлум болушичә, австралийәдики уйғурлар парламентқа имзалиқ тәләп сунуш паалийити башлиған.

Австралийә шәрқи түркистан җәмийитиниң намида тәйярланған тәләпнамидә хитайниң уйғур районида бәрпа қилған йиғивелиш лагерлириниң көплигән хәлқаралиқ әһдинамиләргә хилап икәнлики баян қилинип, лагерларниң тақилиши һәққидә австралийә парламент әзалириниң тегишлик һәрикәт елип бериши тәләп қилинған.

Бу һәрикәт башлинип икки күн ичидә 100 дин артуқ киши имза қойған. Мәзкур тәшкилатниң мәсуллиридин нурмәмәт түркистани әпәндиниң мәлум қилишичә, бу имзалиқ тәләпнамә җәдвили австралийә парламент тор бетидә 12‏-сентәбир күнигә қәдәр очуқ туридикән. Мәлум болушичә, мәзкур тәшкилат бу тәләпнамигә мумкин қәдәр көп кишини имза қойғузуш үчүн җәмийәт әзалирини уруқ-туғқан, дост-бурадәрлири вә хизмәтдашлириниму бу паалийәткә қатнишишққа йетәкләшкә дәвәт қилған.

Иҗтимаий таратқулардики хәвәрләрдин мәлум болушичә, хитайниң б д т да лагерлар мәсилисини инкар қилиши муһаҗирәттики уйғур паалийәтичилириниң бәзилирини җиддийләштүргән болса, бәзилирини техиму актип һәрикәткә кәлтүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.