Җон мулинар рәсмий һалда IPAC кә әза болди
2024.10.09
Америка авам палатаси қармиқидики “америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети” ниң рәиси җон мулинар 7-өктәбирдә рәсмий һалда “хитай ишлири хәлқара парламентлар бирләшмиси” (IPAC) гә әза болди.
IPAC Ниң торида елан қилинған хәвәрдә ейтилишичә, рәис җон мулинар өзиниң мәзкур бирләшмигә қатнишиш қарариға кәлгәнликини бу һәқтики баянатида тәпсилий баян қилған. Баянатта у хитайдин келиватқан тәһдитләр зорийиватқан бүгүнки күндә хәлқарадики һәмкарлиқниң бәкму муһимлиқини алаһидә тәкитлигән. У бу һәқтә тохтилип: “хитай компартийәсиниң тәһликилирини тосуш, тәминләш зәнҗириниң бихәтәрликигә кепиллик қилиш, шуниңдәк әркинлик, кишилик һоқуқ вә қанун арқилиқ идарә қилишни әмәлгә ашурушқа зөрүр болған хәлқара һәмкарлиқ орнитишта ‛хитай ишлири хәлқара парламентлар бирләшмиси‚ ачқучлуқ рол ойнайду” дегән. Шуниңдәк америка сиясий саһәсиниң көз қаришини дуняви рәһбәрлик чәмбирикидә һәмбәһирләшкә тәқәзза икәнликини билдүргән.
Мәлум болушичә, “хитай ишлири хәлқара парламентлар бирләшмиси” хәлқарадики қануншунаслар вә сиясийонлардин тәшкил тапқан мустәқил бирләшмә болуп, һечқандақ дөләт һакимийитигә беқинди әмәс. Улар бир яқидин баш чиқирип хитайниң җавабкарлиқини сүрүштә қилғандила, демократик мәмликәтләрдики қанун арқилиқ идарә қилиш системисини сақлап қалғили болиду, дегәнгә ишиниду. Америка кеңәш палата әзалиридин җеф меркелий (Jeff Merkley), марко рубийо (Marco Rubio) қатарлиқлар мәзкур бирләшминиң қошма рәисликигә көрситилгән. японийә парламентиниң уйғурлардин болған тунҗи әзаси арфийә ери (арфийә ели) му йеқинда мәзкур бирләшмигә әза болған.