Америка, хитайда ипадә әркинлики давамлиқ бузғунчилиққа учраватқанлиқидин әндишә қилимиз, деди
Америка дөләт ишлар министирлиқи гугол елхәт алақисиниң тосуп қоюлғанлиқиға инкас билдүрүп, хитайда ипадә әркинлики давамлиқ бузғунчилиққа учраватқанлиқидин әндишә қилимиз, деди. Гугол ширкити хитайниң 26-декабирдин бери гугол елхәт алақисини тосуп қойғанлиқини елан қилған.
Бирақ, хитай ташқи ишлар министирлиқи бу вәқәдин хәвири йоқлуқини билдүргән иди. Америка дөләт ишлар министирлиқи баянатчиси җәф ратке, “биз хитайда ипадә әркинликигә җүмлидин тор әркинликигә қилинған бузғунчилиқтин давамлиқ әндишә қилимиз. Биз хитай даирилириниң ахбарат вә нормал тор бәтлиригә қойған чәклимиси хитайниң заманиви, учурни асас қилған иқтисад вә җәмийәт қуруш арзусиға мухалип, дәп қараймиз, дегән.
Җәф ратке йәнә, хитайни хәлқара ширкәтләргә муамилидә очуқ-ашкара болушқа, униң һәрикитиниң базарға беридиған сигналини ойлишишқа чақирған. Лекин җәф ратке, гугол елхәт алақисиниң тосуп қоюлушида хитай һөкүмити қандақ рол ойниғанлиқиға баһа беришни рәт қилған.