Америка иран вә хитай азадлиқ армийәсигә ярдәм қилғанлиқи үчүн йәнә 6 хитай ширкитини қара тизимликкә алған
2024.10.22
“җәнуби хитай әтигәнлик почтиси” (The South China Morning Post) гезитиниң 10-айниң 22-күнидики хәвиригә асасланғанда, америка һөкүмити дүшәнбә күни иранниң кәң көләмлик қирғучи қоралларни тәрәққий қилдурушини вә хитай армийәсиниң заманивилишишини қоллиған алтә хитай ширкитини қара тизимликкә алғанлиқини елан қилған. Буларниң американиң дөләт бихәтәрликигә зит һәрикәт қилидиған ширкәтләр икәнлики алаһидә тилға елинған.
Америка сода министирлиқиниң експортни башқуруш ишлириға мәсул хадими теа розман кендлер мундақ дегән: “биз, контроллуқимиздин қечип, американиң дөләт бихәтәрликигә зит һәрикәт қилидиған орунларни давамлиқ тосушқа тиришимиз” .
Бу тизимликкә йәнә хитай ширкәтлиридин башқа, пакистанниң 16, мисирниң 1, әрәб бирләшмә хәлипиликиниң 3 ширкити қошулған.
Әнхуй өлкисигә җайлашқан компютер запчаслири ишләпчиқарғучи бир хитай ширкити уйғурлар вә башқа мусулманларға қарши мәҗбурий әмгәкни өз ичигә алған бастуруш билән четишлиқ болғанлиқи үчүн 2020-йили бу тизимликкә елинғаниди. Булардин башқа йәнә биңтүән вә башқа бирқанчә хитай ширкитиму илгири қара тизимликкә елинған.
Шуниң билән бир вақитта, американиң йәнә, хитайниң өз армийәсини заманивилаштурушта қоллинидиған һалқилиқ өзәк ясаш үскүнилири вә запчаслириға еришишини чәкләш үчүн бәзи тәдбирләрни алғанлиқи мәлум.