Ирақтики җиһадчилар ичидин “бир хитай пуқраси тутувалғанлиқи” хәвәр қилинмақта
Америка CNN хәвәрләр ториниң ирақ ахбаратлиридин нәқил елип хәвәр қилишичә, ирақ һөкүмәт даирилири ирақ һөкүмитигә қарши җәң қиливатқан җиһадчилар ичидин бир хитай пуқрасини тутувалғанлиқини ашкарилиған.
Хәвәрдә мәзкур тутқунниң ирақ вә сүрийә территорийисидә җәң қиливатқан “ирақ, шам ислам дөлити” ниң җәңчиси икәнлики илгири сүрүлгән.
CNN Дә нәқил қилишичә, бу һәқтики соалларға җаваб бәргән хитай дипломатийә министирлиқи баянатчиси чин гаң: биз бу һәқтики учурларниң раст - ялғанлиқини техи дәлиллийәлмидуқ, дегән.
CNN Ниң зияритини қобул қилған хитай мулаһизичи вектор гав буларниң уйғур болуши мумкинликини илгири сүргән.
Һалбуки, нөвәттә мәзкур тутқунниң растинила хитай пуқраси икәнлики яки әмәслики, әгәр шундақ болса қайси милләттин икәнлики рәсмий қаналлар арқилиқ дәлилләнмигән.