Хитайниң ирқий қирғинчилиқи натсистларниң қирғинчилиқи билән селиштурулди

Мухбиримиз җәвлан
2020.09.09

9-Сентәбир әнглийәниң “интернет хәвәрлири” торида каһал милмо (Cahal Milmo) исимлик апторниң “парламент әзалири хитайни натсистлар германийәси билән селиштурди, чүнки хитай уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзди” намлиқ бир мақалиси елан қилинған.

Бу мақалидә ейтилишичә, әнглийәдики консерватиплар вә демократлардин болуп 120 парламент әзаси имза қойған бирләшмә мәктупта хитайниң уйғурларға системилиқ, пиланлиқ һалда ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқи әйибләнгән. Мәктупта берилгән баянатнамидә хитай һөкүмити қилчә мурәссәсиз һалда натсистлар германийәси билән биллә тилға елинған болуп, униңға мисал сүпитидә пойиздин чүшүрүлгән, тақир баш қиливетилгән уйғурлар билән натсистлар лагеридики мәһбусларниң кишини шүркүндүридиған охшаш тәрәплири алаһидә тилға елинған.

Бу бирләшмә мәктубни әнглийә ишчилар партийәсидин сайбәйин мәкдона (Siobhain McDonagh) тәйярлиған болуп, у әнглийә әмәлдарлири ичидә хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан җинайитини әң қаттиқ әйбләватқанлардин бири икән. Хитайниң лондонда турушлуқ әлчиханисиға сунулидиған бу мәктупқа йәнә йеңи сайланған демократлар партийәсиниң башлиқи, авам палатаси дипломатийә алаһидә комитетиниң рәиси том тагендант (Tom Tugendhat) билән әнглийә қораллиқ қисминиң сабиқ қомандани Lord Dannat (Lord Dannat) қатарлиқлар бар икән.

Бу мәктуп ақсарайниң уйғур районидин пахта вә пәмидур мәһсулатлирини импорт қилишни чәкләйдиғанлиқини елан қилиши билән бир вақитта йолланған. Чүнки бу мәһсулатлар қул қилинған уйғурларниң қан-тәридин кәлгән мәһсулатлар дәп қаралған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.