Дүшәнбә күни “ислам хәлипилики” қурулғанлиқиниң бир йиллиқи илгири сүрүлмәктә
2015.06.29
“америка авази” ниң хәвиригә қариғанда, дүшәнбә күни “ирақ-шам ислам дөлити” ниң рәһбири бағдадиниң “ислам хәлипилики” ниң қурулғанлиқини елан қилғанлиқиға топ-тоғра бир йил болғанлиқи мәлум.
Нөвәттә ислам хәлипилики территорийәсиниң сүрийәниң шәрқий қисми билән ирақниң ғәрбий-шималидики районларни өз ичигә алидиғанлиқи хәвәр қилинмақта.
Өткән йилидин буян, ирақ-шам ислам дөлитиниң һәрбий күчлири сүрийәдики ички уруш вә ирақтики сиясий кризистин пайдилинип сүрийә вә ирақ тәвәсидики бир қисим муһим шәһәрләрни арқа-арқидин ишғал қилған.
Сүрийә вә ирақтики вәзийәт өткән йилидин буян ислам дөлити қораллиқ күчлириниң зорийиши билән интайин мурәккәп һаләтни шәкилләндүргән. Сүрийәдә урушта өлгәнләрниң 200 миңдин ашқанлиқи, бирқанчә милйон кишиниң өй-маканлиридин айрилғанлиқи илгири сүрүлмәктә.
Бәш бурҗәклик бинаниң статистикисиға қариғанда, америка башчилиқидики иттипақдаш әлләр армийиси һазирғичә болған 10 ай давамида ирақ вә сүрийә тәвәсидики ислам дөлити қораллиқ күчлиригә җәмий 4800 қетим һава һуҗуми елип барған.