Сәуди әрәбистан вә русийә қатарлиқ 37 дөләт хитайниң уйғур елидики сиясәтлирини қоллап б д т ға имзалиқ мәктуп йоллиған

Мухбиримиз ирадә
2019.07.12

10-Июл күни, б д т кишилик һоқуқ кеңишигә әза 22 дөләт хитайниң уйғур елидә йолға қойған лагер түзүми вә башқа тәқибләш сиясәтлирини қаттиқ тәнқид қилип, ортақ баянат елан қилғандин кейин, хитай тәрәпму өзиниң уйғур елидики сиясәтлириниң 37 дөләтниң қоллишиға еришкәнликини илгири сүргән.

Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, сәуди әрәбистан вә русийә қатарлиқ 37 дөләт 12-июл җүмә күни, б д т ға имзалиқ хәт тапшуруш арқилиқ хитайниң уйғур елидә йолға қойған сиясәтлирини қоллайдиғанлиқини ипадә қилған икән.

Хәвәрдә баян қилинишичә, ройтерс агентлиқи мухбири хәтни биваситә көргән болуп, униңда “террорлуқ вә радикаллиқниң ғайәт зор тәһдитигә учриған хитай, шинҗаңда террорлуққа қарши туруш вә радикаллиқни түгитиш йолида кәспий маһарәт бойичә тәрбийәләш қатарлиқ бир қатар тәдбирләрни алди” дейилгән.

Хәттә йәнә, “буниң билән районда бихәтәрликниң қайта бәрпа қилинип, һәммә милләт хәлқиниң асасий һоқуқлириниң капаләткә игә қилинди, бу сәвәблик 3 йилдин буян районда бир қетимму террорлуқ вәқәси йүз бәрмиди вә кишиләр бәхт вә хатирҗәмликтин толуқ бәһримән болди” дегән сөзләр орун алған икән.

Мәзкур ортақ имзалиқ хәткә сәуди әрәбистан, русийә, шималий корейә, венсуила, куба, беларусийә, бирма, филиппин, сүрийә, пакистан, оман, кувәйт, қатар, әрәб бирләшмә хәлипилики, бәһрәйн вә бир қатар африқа дөләтлириниң б д т дики әлчилири тәрипидин имза қоюлған.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай ишлири директори софи ричардсон болса тивиттерда бу һәқтә бәргән баһасида, юқирида қол қойған дөләтләрниң асасән дегүдәк кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғучи дөләтләр икәнликини билдүргән.

Чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләр болса хитайниң уйғур елидики сиясәтлирини қоллап имза қойған сәуди әрәбистан башчилиқидики бу аталмиш мусулман дөләтләр өзиниң “номуссизлиқини, шәрмәндиләрчә икки йүзлимичиликини йәнә бир қетим испатлап бәрди” деди.

12-Июл күни, һиндистанда чиқидиған “нәшир” намлиқ тор гезитидә “ислам дөләтлириниң хитайниң уйғур мусулманлириға қиливатқан муамилиси алдидики шәрмәндиләрчә сүкүти” намлиқ мақалә елан қилинған. Мақалидә, пакистан вә сәуди әрәбистанниң хитайниң пулини дәпла сүкүт қиливатқанлиқи, гәрчә “тиләмчи” ниң сүкүтини чүшинишкә болсиму, әмма шунчә бай қолтуқ дөләтлиридин тәшкилләнгән “ислам һәмкарлиқ тәшкилати” ниң сүкүт қиливатқанлиқи вә буниң сәвәбиниң бу тәшкилатқа әза дөләтләр өзиниң әслидә еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиси икәнликини баян қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.