Америкадики мусулман тәшкилатлири ислам һәмкарлиқ тәшкилатини хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчлиқини қоллаш билән әйиблиди

Мухбиримиз әркин
2020.12.18

Америкадики мусулман тәшкилатлири өзини “дунядики мусулманларниң һәмиси” дәп келиватқан ислам һәмкарлиқ тәшкилатини хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқини қоллаш билән әйиблигән. Америка исламий мунасивәтләр кеңишини өз ичигә алған бу тәшкилатларниң тәкитлишичә, ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр хитайниң күчидин үркимәктә икән. Бу тәшкилатлар ислам һәмкарлиқ тәшкилатини 17-декабир өткүзүлгән уйғурлар һәққидики тор йиғинида тәнқидлигән.

“әл-җәзирә телевизийәси” ниң хәвәр қилишичә, йиғинда америкадики мусулман тәтқиқатчи вә кишилик һоқуқ паалийәтчиси өмәр сулайман мундақ дегән: “наһайити ениқки, хитай мусулман дунясини иқтисадий җәһәттин боғувалған. Һәр бир мусулман дөлитини ялғуз қалдуруп, һәтта уйғурлар үчүн левини мидирлитиштинму қорқидиған әһвалға чүшүрүп қойған.” униң тәкитлишичә, “бәзи мусулман дөләтлири пәләстин мәсилисидә левини қимирлатсиму, бирақ уйғур мәсилисидә, болупму сиясий панаһланғучиларни қайтуруш мәсилисидә зулумға ярдәм қилмақта” икән.

“әл-җәзирә” ниң хәвиридә, кишилик һоқуқ тәшкилатлири уйғур елида бир милйон мусулманниң лагерларға қамилип, уларниң исламий етиқади йоқитилишқа учриғанлиқини ашкарлиған болсиму, лекин ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң улар үчүн қимирлапму қоймиғанлиқи, һәтта 2019-йили хитайниң “мусулман пуқралириға көрсәткән ғәмхорлиқини махтиғанлиқи” тәкитләнгән. 17-Декабир өткүзүлгән бу йиғинға америкадики мусулман тәшкилатлириниң вәкиллиридин башқа уйғур кишилик һоқуқ қурулуши, уйғур һәркити тәшкилатиниң вәкиллири вә уйғур шаһитлириму қатнишип сөз қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.