Италийә “бир бәлбағ бир йол” дин чекингән болсиму, мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириға чәк қоймиди

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.05.08

Италийә өткән йили хитайниң “бир бәлбағ бир йол” пиланидин чекингән бирдинбир явропа дөлити болуп қалған вә махташларға сазавәр болғаниди. Һалбуки италийә изчил түрдә хитайниң мәҗбурий әмгәккә бағлинишлиқ мәһсулатлириға қарита импорт чәклимиси қоймиғанлиқи мәлум.

Кишилик һоқуқни қоғдаш тәшкилатлиридин “муһапизәтчи” (Safeguard Defenders) ниң баш директори лавра харт (Laura Harth) 8-май күни бу һәқтә X дә елан қилған учурида, “италийә уйғур районидин биваситә келидиған пойизға қачиланған мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириниң италийә земиниға киришигә йол қойди” дегән вә буниң италийәниң “бир бәлбағ бир йол” пиланидин чекиниши билән түптин сиғишмайдиған һәрикәт икәнликини билдүргән.

“муһапизәтчи” тәшкилати билән америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши вә америка уйғур бирләшмиси бу мәсилә тоғрулуқ италийәниң америкадики әлчисигә коллектип мәктуп йоллиған. Мәктупта  италийә һөкүмитини оттура явропа төмүр йолидин италийәгә еқип кириватқан мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини тәкшүрүшкә чақирған.

Мәктупта мундақ дейилгән: “өткән йилниң ахирида демократик дөләтләр вә хәлқара таратқулар италийә һөкүмитиниң 2019-йил хитай билән түзгән ‛бир бәлбағ бир йол‚ келишимини бикар қилғанлиқини алқишлиғаниди. Һалбуки хитайниң ‛бир бәлбағ бир йол‚ линийәси бойичә оттура явропадин өтидиған тунҗи пойизи мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини бесип, италийә земиниға кирди. Биз хәлқара кишилик һоқуқни илгири сүрүш тәшкилатлири болуш сүпитимиз билән италийәниң кишилик һоқуқ вә сода әхлақи вәдилиригә хилап болған бу һәрикитидин әндишә қиливатимиз”.

Мәктупта йәнә хитайниң уйғур районидики мәҗбурий әмгәк сиясити вә униң хитай тәшәббус қиливатқан “бир бәлбағ бир йол” билән чәмбәрчас бағланғанлиқи пакитлиқ вә тәпсилий баян қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.