Хитай һөкүмитиниң уйғурлар дияридики етибар сиясәтлири гуман қозғимақта

Мухбиримиз әзиз
2020.10.06

Хитай һөкүмити йеқинда түрлүк “йөләш вә ярдәм” тәдбирлири арқилиқ уйғурлар дияридики ишқа орунлишиш йоллириниң “техиму раван вә кәң” болушини ишқа ашуридиғанлиқини билдүрди.

“тәңритағ тори” ниң 5-өктәбирдики хәвиридә ейтилишичә, уйғур аптоном районлуқ адәм күчи байлиқи вә иҗтимаий капаләт назарити бу җәһәттә йеңи ширкәт ачқанларға қәрз бериш, етибар бериш даирисини кеңәйтиш, баҗ миқдарини азайтиш, алий мәктәпни пүттүргән оқуғучиларға етибар бериш дегәндәк бир қатар сиясәтләрни йолға қойидиғанлиқини билдүргән. Шундақла таҗсиман вирусиниң тәсиригә учриған тиҗарәтчиләр, ресторан, меһманхана вә саяһәт нуқтилириға иқтисадий ярдәм беридикән.

Әмма вәзийәттин хәвәрдар кишиләр нөвәттә уйғурлар диярида сода-санаәт саһәси һәмдә маарип саһәсидә ишләватқанларниң пүтүнләй ичкиридин қобул қилинған хитайлар икәнликини, бу хилдики етибар сиясәтлириниң әмәлийәттә йәнила ашу хитай кадирлар қошуниниң мәнпәәтини капаләткә игә қилидиғанлиқини билдүрди. Муһаҗирәттики уйғур анализчилар болса бу һәқтә пикир қилип “хитайниң сақчи дөлити системиси нурғун хитай кадирлириниң ичкиригә қайтип кетишигә сәвәб болған. Улар мушу арқилиқ бу җайдики хитай кадирларни маддий җәһәттин рази қилмақчи болуватиду” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.