Хәлқара кәчүрүм тәшкилати: “‛кәспий тәрбийә‚ дегини ялған, у җаза лагерлири”

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.10.17

Уйғур аптоном райониниң рәиси шөһрәт закир алдинқи күни хитай һөкүмәт таратқулириға қилған сөзидә райондики йиғивелиш лагерлириниң “һәқсиз кәспий тәрбийәләш орунлири” икәнликини баян қилған иди. Бүгүн, йәни17-өктәбир күни хәлқара кәчүрүм тәшкилати шөһрәт закирниң бу сөзлиригә қарита җиддий инкас қайтурди.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бу һәқтики баянатида хитай таратқулириниң һәрқандақ бир бурмилишиниң нөвәттә уйғур районида бир милйондин артуқ инсан қамилип ятқан йиғивелиш лагерлирини пәрдазлиялмайдиғанлиқини тәкитлигән. Баянатта наһайити очуқ қилип мундақ дейилгән: “у һәргизму ‛кәспий тәрбийә мәркизи‚ әмәс, бәлки җаза лагерлиридур.”

Баянатта лагерларға аит хәвәрләрниң үзүлмәй чиқип туруватқанлиқи, бу лагерларда ачлиқ, қейин-қистақ вә зорлуқ-зомбулуқларниң давам қиливатқанлиқи шундақла коммунистик идийәниң тутқунларға мәҗбурий теңиливатқанлиқи билдүрүлгән. Баянатта йәнә бу орунларни “һәқсиз кәспий тәрбийә мәркизи” дәп пәрдазлашниң өзиму шу лагерда солинип ятқан гунаһсиз тутқунлар вә уларниң аилә тавабиатлириға қилинған һақарәт икәнлики әскәртилгән.

Баянатта йәнә уйғурларниң чәтәлни зиярәт қилиши вә чәтәлләрдики уруқ-туғқанлири билән алақилишишиниңму хитай даирилири тәрипидин “диний әсәбийлик” ниң аламити дәп қариливатқанлиқи әмәлий мисаллар билән йорутулған. Баянатта хитай даирилириниң тағдәк пакитларға көз юмуш вә уни бурмилинип көрситишниң орниға уйғур диярида нөвәттә зади немә ишларниң йүз бериватқанлиқини дуняға ашкарилиши тәләп қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.