Җәнубий деңиз вәзийитиниң җиддийләшкәнлики мәлум

Мухбиримиз җүмә
2015.10.28

Америка даирилири хитай сүний аралларни ясап “өзиниң” дәп елан қилған деңиз тәвәликидин һәрбий кемиләрни өткүзгәндин кейин, мәзкур деңиз вәзийитиниң җиддийләшкәнлики мәлум.

Америка хитай сүний арал ясиған спрател арилиға 12 деңиз мили келидиған җайға USS Lassen намлиқ башқурулидиған бомбилар билән қоралланған уруш парахотини әвәткән.

Сәйшәнбә күни хитай америкиниң баш әлчисини чақиритип наразилиқ билдүргән вә америкини һәрбий “иғвагәрчилик” билән әйиблигән иди.

Һалбуки, сәйшәнбә күни америка дөләт мудапиә министири аштун катер дөләт мәҗлисидә чақирилған гуваһлиқ бериш йиғинда америкиниң мәзкур райондики һәрбий мәшғулатларни давам қилидиғанлиқини билдүрди.

У мундақ деди: хәлқара қанун йол қойғаникән, биз бу районда йәнә учимиз вә мәшғулат қиливеримиз.

У йәнә мундақ деди: йеқинқи бир нәччә күндин буян бу йәрдә деңиз армийә мәшғулати елип берилди, бу хил мәшғулатлар алдимиздики ай-күнләрдә йәнә көпләп елип берилиду.

Хитай җәнубий деңизниң спрател, парасел араллири тәвәсигә бир нәччә сүний аралларни ясап, вийетнам, филиппин вә тәйвән қатарлиқ дөләтләрниң етираз билдүрүшигә учриған.

Хитайниң мәзкур аралларға айропилан учуш йоллирини ясиғанлиқи оттуриға чиққандин кейин, америка район вәзийитигә техиму җиддий диққәт қилишқа башлиған.

Сәйшәнбә күндики ахбарат елан қилиши йиғинда хитай ташиқи ишлар министирлики баянатчиси лу каң хитайниң арал мәсилисидә һәрбий һәрикәт қоллинидиған, яки қолланмайдиғанлиқи һәққидики соаллардин өзини қачурған.

Һалбуки, чаршәнбә күни хитайниң дөләт игидарчилиқидики “йәршари вақит гезити” обзор елан қилип, җәнубий деңизда америка билән уруш қилиштин янмайдиғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.