Канададики уйғурлар өз вәтинидики ирқий қирғинчилиқни канадалиқларға билдүрүшкә тиришмақта
2020.11.23
Канаданиң “чолпан” тори 21-ноябир мақалә елан қилған бир мақалидә, канададики уйғурларниң өз вәтинидики чекидин ашқан зулум вә ирқий қирғинчилиқни канада һөкүмити вә пуқралириға аңлитиш үчүн тиришиватқанлиқи, әмма көзләнгән үнүмгә техи еришәлмәйватқанлиқи баян қилинған.
Мақалидә канадада яшаватқан 2000 дин көп уйғур җамаитиниң һазирму вәтәндики қериндашлиридин әнсирәш, хитай һөкүмитиниң уларға зиянкәшлик қилишидин қорқуш ичидә яшаватқанлиқи алаһидә тилға елинған болуп, гәрчә канада һөкүмити уйғурлар дуч кәлгән кирзисни ирқий қирғинчилиқ дәп етирап қилишта муһим қәдәм басқан болсиму, хитайға әмәлий һәрикәт қоллинишқа кәлгәндә астилап қалған.
Мақалидә канаданиң ванковир шәһиридә яшаватқан бир уйғур аялниң һекайиси баян қилинған болуп, үч йилдин буян униң вәтәндики қериндшлири билән көрүшәлмәйватқанлиқи, уларни ойлап һәр вақит қорқунч вә әнсизлик ичидә яшайдиғанлиқи, бундақ һессиятни башқа инсанларға чүшәндүрүп болалмайватқанлиқи, вәтәндә болуватқан қәбиһ зулумниң ирқий қирғинчилиқ икәнликидәк пакитлар шунчә ениқ турсиму хитайниң қаршилиқи вә ялғанчилиқи түпәйлидин бу дәваниң көзләнгән нишанға йәтмәйватлиқи нуқтилиқ йорутуп берилгән.
Мақалидә көрситилишичә, канадалиқларниң көпинчиси техи уйғурларниң кимликини ениқ билмигәчкә, улар учраватқан зулумниму анчә чүшинип йетәлмигән. Канадада хитайниң җинайитигә қарши бәзи җайларда намайиш өткүзүлгән болсиму тәсири чоң болмиған, канада җәмийити вә һөкүмитидә уйғур мәсилисигә җиддий көңүл бөлидиған вәзийәт техи шәкилләнмигән.
10-Айниң 21-күни, канада авам палатаси кишилик һоқуқ комитети гурупписи хитайниң уйғур районида елип барған қилмишлирини “бирләшкән дөләтләр тәшкилати ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш вә уни җазалаш әһдинамиси” дә көрситилигән ирқий қирғинчилиқ дәриҗисигә бариду дәп елан қилғанда хитай һөкүмити қаттиқ ғәзәбләнгән, хитай ташқи ишлар министирлики баянатчиси җав лиҗийән бу гуруппини ялғанчилиқта әйблигәниди. Йеқинда “канада радийоси” ниң хәвәр қилишичә, канаданиң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ әлчиси б д т кишилик һоқуқ кеңишини уйғур райониға тәкшүрүш өмики әвәтип, у җайда йүз бериватқан зулумниң һәқиқәтән ирқий қирғинчилиқ дәриҗисигә йәткән-йәтмигәнликини ениқлашни тәләп қилған.
Мақалидә зиярәт қилинған уйғур аял канадада хитайниң бесиминиң йәнила күчлүк икәнликини, кочиларда хитайға қарши ялғуз кишилик намайиш өткүзүп қалса ашкарә қаршилиққа учрайдиғанлиқини ейтқан. Униң билдүрүшичә, у канада һөкүмитигә тохтимай хәт язған, бәзи хәтлиригә җаваб кәлгән болсиму көпинчиси җавабсиз қалған. Намәлум кишиләр телефонда униңға тәһдит селип, хитайдики ишлар тоғрулуқ һечнемә демәсликини, әгәр йәнә хитайға қарши сөз-һәрикәттә болуп қалса бешиға бала яғидиғанлиқини ейтқан. У мухбирға буларни баян қилғандин кейин: “канада һөкүмитиниң биз уйғурларға зади қанчилик көңүл бөлидиғанлиқини бәк билгүм бар, һөкүмәтниң хитайға қанчилик чарә-тәдбир қоллиналайдиғанлиқини көрүп баққум бар” дегән.