Канададики инсан һәқлири тәшкилати канада сотиға уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилишни тәләп қилип әрз сунған
2022.02.07
Канададики “уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши” тәшкилати өткән һәптә канада федиратсийә сот мәһкимисигә әрзи сунуп, сотниң уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилишини тәләп қилған. “торонто юлтузи” гезитиниң хәвәр қилишичә, бу әрзниң мәқсити канадани уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилишқа вә хитайға қарши һәрикәткә өтүшкә мәҗбурлаш икән. Әрзнамидә, канада б д т ниң ирқий қирғинчилиқ әһдинамисигә имза қойған болсиму, бирақ мәҗбурийитини ада қилмаслиқ, хитайниң уйғурларға йүргүзгән ирқий қирғинчилиқини тохтитишқа һәрикәт қилмаслиқ билән әйибләнгән.
“торонту юлтузи” ниң ашкарилишичә, әрзнамә канаданиң монтериял шәһиридики бир федиратсийә сот мәһкимисигә сунулған болуп, мәзкур тәшкилатниң директори мәмәт тохти бу әрз сотчиниң хитайда ирқий қирғинчилиқ йүз бериватқанлиқини җакарлиши вә шундақла буниңға қарита һәрқандақ бир “буйруқ яки чарә тәдбир” көрүшини мәқсәт қилидиғанлиқини билдүргән. У, канада һөкүмитиниң “һәрикәткә өтүш мәҗбурийити” барлиқи, лекин униң “сүкүт қилиш арқилиқ хитай һөкүмитиниң ирқий қирғинчилиқни нормаллаштурушиға җимҗит һәссә қошуватқанлиқи” ни ейтқан.
Канада авам палатаси хәлқарада тунҗи қетим хитайниң уйғурларға тутқан муамилисини “ирқий қирғинчилиқ” дәп етирап қилған. Канада һөкүмити уйғурлар мәсилисидә хитайни қаттиқ әйиблисиму, бирақ у хитайниң һәрикитини “ирқий қирғинчилиқ” дәп етирап қилиш, униңға қарита чарә-тәдбир қоллиништин өзини қачуруш билән әйиблинип кәлгән. “торонту юлтузи” ниң ейтишичә, мәмәт тохти әгәр әрздә утуп чиқса, буниң канада һөкүмитигә нисбәтән җиддий тәсири болидиғанлиқини ейтқан. У: “бизниң қанун системимизда (ирқий қирғинчилиқниң) бир исми бар, сиз уни шу исим билән атишиңиз…. Әгәр һөкүмәт ундақ қилмиса, биз федиратсийә сотидин һөкүмәтниң хаталиқини түзитишни соришимиз керәк” дегән.